әрдоған түркийәниң күртләр билән мәсилиси болуп бақмиғанлиқини ейтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң күрт (корд) ләр билән һечқачан мәсилиси болуп бақмиғанлиқини әскәртип: «п к к|п й д террорлуқ тәшкилатини йәрлик хәлқ билән бир көрүш, күрт қериндашлиримизға әң чоң һақарәт қилғанлиқ болиду» деди.

1141000
әрдоған түркийәниң күртләр билән мәсилиси болуп бақмиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка сода бирләшмиси вә түрк-американ кеңишиниң әзалирини қобул қилип муһим сөз қилди. у түрк-американ мунасивәтлириниң барлиқ қийинчилиқлардин, синақлардин вә қаршилиқ күч синақлардин мувәппәқийәтлик һалда өтүп кәткәнликини билдүрүп: «түркийә билән америка оттурисида ортақ мәнпәәтләргә тайанған, күчлүк, кәң даирилик вә истратегийәлик иттипақдашлиқ мунасивити бар. мунасивәтлиримиздә пат-пат пикир охшимаслиқлири түпәйлидин келип чиққан долқунсиман өзгиришләр көрүлүп турсиму, шериклик мунасивитимиз зор қийинчилиқлар үстидин ғәлибә қилди» деди.

у түркийәниң сүрийәдә америка қисимлири чекингән җайларда терролуққа қарши күрәш мәсулийитини үстигә елишқа тәййар икәнликини әскәртти. у мундақ деди:

«террорлуқ тәшкилати даешни йоқитимиз дедуқ, бирақ бу иш п й д|п к к билән елип берилди. буниң бәдилиниң йиллардин кейин көрүлидиғанлиқи тоғрисида агаһландуримән.»

у түркийәниң өзигә, райониға вә дунйаға тәһдит пәйда қилған барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши қәтий күрәш қилиш ирадисиниң барлиқини тәкитләп, мундақ деди:

«даеш террорлуқ тәшкилатини, башқа қоли қанға бойалған террорлуқ тәшкилатиниң орниға қойушқа урунуватқан американиң сабиқ һөкүмәт тәркибидики бәзи қатламлар, баштин тартип дөлитимиз һәққидә тәтүр тәшвиқат қиливатиду. п к к|п й д террорлуқ тәшкилатини йәрлик хәлқ билән бир көрүш күрт қериндашлиримизға қилинған әң чоң һақарәт һесабилиниду. һазир даешниң һуҗумлиридин, п к к|п й д зулумидин қачқан күрт қериндашлиримиз түркийәдила панаһлиниватиду.»

у американиң сүрийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|п й д ға қорал йардими қилғанлиқини тәнқид қилип: «америка һазирму буларни террорлуқ тәшкилати дәп қобул қилалмиди. бизниң қийинчилиқимиз дәл мушу йәрдә» деди.

у сүрийәдә бихәтәр районларда мусапирлар үчүн «кантейниз шәһәрләр» қурушни чақириқ қилди.        



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر