әрдоған: «америка вәдисигә әмәл қилмиса, өзимизниң киндикини өзимиз кисимиз»

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған американи сүрийәниң мунбич райони һәққидә бәргән вәдисигә әмәл қилишқа турушқа чақирди.

1139242
әрдоған: «америка вәдисигә әмәл қилмиса, өзимизниң киндикини өзимиз кисимиз»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK Parti) ниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дә өткүзүлгән гуруппа йиғинида муһим сөз қилди. у американиң келишим бойичә террорлуқ тәшкилати й п г|п к к ни қоллишини тохтитишқа вә террористларниң райондин чиқирилиши һәққидә бәргән вәдисини ада қилишқа чақирди.

у түркийәниң сүрийәниң земин пүтүнлүки, сийасий бирликигә һөрмәт қилидиғанлиқини әскәртип: «қануний салаһийити болған сүрийә өктичилири билән көрүшүп, уларға йардәмчи болушқа тиришиватимиз. бихәтәрликимизни капаләткә игә қилишниң бирдинбир йоли сүрийәдә террорлуқ тәшкилатлириниң мәнбәлирини қурутуштур» деди.

түркийәниң даеш вә п к к|й п г ға, улар террорлуқ тәшкилатлири болғанлиқи үчүн қарши чиққанлиқини тәкитләп: «фират дәрйасиниң шәрқий вә мунбич сүрийә күнтәртипимизниң әң муһим темилири һесаблиниду. американиң бизгә бәргән вәдисигә әмәл қилишини үмид қилимиз. мунбич мәсилиси оттуриға ташлап қойулғансери бәшшар әсәд һөкүмитиниң районға болған һәвисиму ешип бармақта. мәзкур районниң хәлқи түркийәниң қоғдиши астида өзиниң келәчикигә өзи игә чиқишни халайду, бизгә ишиниду. дөлитимиздики сүрийәликләр п к к|й п г ниң район хәлқигә салған зулуми сәвәблик йурт-маканлириға қайталмайватиду. һәрбий тәййарлиқлиримизни давамлаштуримиз, америка бизгә бәргән вәдисигә әмәл қилмиса, өзимизниң киндикини өзимиз кисимиз» деди.

америка пирезиденти доналд трамп билән бу мәсилиләр тоғрисида кишини үмидләндүридиған вә наһайити үнүмлүк учришишларни өткүзгәнликлирини, бирақ төвән сәвийәлик учришишларда охшаш үнүмни қолға кәлтүрәлмигәнликлирини қәйт қилди. у мундақ деди:

«һазирғичә алдимизға қойулға конкрет пилан йоқ. сәвримизниң чеки бар. бир қанчә һәптә ичидә террористлар мунбичтин чиқрилмиса, сақлаш вақтимиз тошиду. өзимизниң пиланини әмәлгә ашуруш һоқуқимиз пәйда болиду. пичақ сөңәккә йәткәндә қилидиған ишимиз тоғрилиқ бирсидин рухсәт алидиған йаки бирсигә һесаб беридиған мәҗбурийитимиз йоқ. ембарго тизимлики қатарлиқ һәр қандақ тәһдит бизни йолимиздин тосалмайду. райондики һәммә қәбилиләр биздин қачан келисләр дәп сораватиду. улар билән көрүшүватқан мәсулларға бу һәқтики йолйоруқларни очуқ-ашкара бәрдим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر