чәт әлликләрниң түркийә пуқралиқиға өтүшигә қошумчә асанлиқлар йаритип берилди

түркийәдин 250 миң долларлиқ өй – мүлүк сетивалған чәт әлликләрниң түркийә пуқралиқиға өтүшигә қошумчә асанлиқлар йаритип берилди.

1102615
чәт әлликләрниң түркийә пуқралиқиға өтүшигә қошумчә асанлиқлар йаритип берилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлликләрниң түркийә пуқралиқиға игә болушиға алақидар йеңи бәлгимидә, 250 миң доллар йаки шуниңға тәң келидиған чәт әл перивоти билән түркийәдин өй – мүлүкни нәқ сетивалған вәйаки пүтмигән бинадин өй - мүлүк закас қилған кишиләргә алақидар келишимни гуваһлиқ идарисидин тәстиқлатқандин кейин, нопус идарисиға тапшуруш арқилиқ түркийә пуқралиқини қолға кәлтүрүш имканийити йаритип берилди.

түркийә пуқралиқи қанунидики бәлгилимиләрниң өзгәртилишигә алақидар һөҗҗәт рәсмий гезиттә елан қилинди.

бу бәлгилимигә асасән, әң аз дегәндә 250 миң доллар йаки шуниңға тәң келидиған чәт әл перивоти билән түркийәдин өй - мүлүкни нәқ сетивалған болуши вә игилик кенишкисидә «3 йилғичә сетишқа болмайду» дегән изаһат қойулған болуши шәрти билән өй- мүлүк сетивалған чәт әлликләрниң түркийә пуқралиқиға өтүш һәқ - һоқуқини қолға кәлтүрәләйдиғанлиқиға даир маддиға «пүтмигән бинадин өй -мүлүк закас қилған әһвалдиму күчкә игә» дегән қошумчә һөкүм илавә қилинди.

бу бәлгилимигә асасән чәт әлликләр аз дегәндә 250 миң доллар йаки шуниңға тәң келидиған чәт әл перивоти билән түркийәдин өй  мүлүкни нәқ сетивалғанлиқиға даир гуваһлиқ идарисида түзүлгән келишимдә, 3 йилғичә сетивилинған өй -мүлүкни башқисиға өткүзүп беришкә йаки сетишқа болмайдиғанлиқиға даир әһдинамиси өй - мүлүк игилик кенишкисиниң көтикидә изаһланған болуш шәрти билән түркийә пуқралиқини қолға кәлтүрләйду.

шундақ қилип, қурулуш лайиһәси давамлишиватқан бинадин өй сетивалған чәт әлликләрму алақидар келишимни гуваһлиқ идарисидин тәстиқлатқандин кейин, түркийә пуқралиқини қолға кәлтүрләйду. бирақ, бундақ әһвалда 3 йилғичә өйниң игилик һоқуқини башқиларға өткүзүп бәрмәслик әһдинамиси болуши шәрт қилиниду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر