йилдирим қирғизистан зийаритини башлиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә йетип кәлди.

1101639
йилдирим қирғизистан зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайдики дөләт ишлири зийаритини ахирлаштурғандин кейин қирғизистанға кәлгән түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим бишкәк хәлқара манас айродурумида мурасим өткүзүп күтүвелинди.

йилдирим вә һәмраһлиқидики һәйәтни қирғизистан парламентиниң муавин башлиқи мирлан бакиров, қирғизистан парламенти түркийә достлуқ гурупписиниң башлиқи алмазбек баатирбеков, муавин ташқи ишлар министири нурлан абдураһманов билән түркийәниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси җәнгиз камил фират күтүвалди.

йилдирим вә рәпиқиси сәмиһа йилдиримға миллий кийимлирини кийгән қирғиз йашлар нан вә қаймақ сунди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим зийарәтлири даирисидә қирғизистан парламенти башлиқи дастанбек җумабеков вә баш министир муһәммәдкалий абилгазийев билән көрүшиду, бишкәктики түркийә әлчиханисида түркийә пуқралири вә аһиска түрклириниң вәкиллири билән көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر