әрдоған: сәһийә саһәсидә наһайити зор мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлүватиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң наһайити зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүватқан саһәләрниң бешида сәһийә саһәсиниң келидиғанлиқини ейтти.

1083450
әрдоған: сәһийә саһәсидә наһайити зор мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлүватиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған әнқәрәдә «<гүлханә куллиййәси> тәнтәрбийә зали» да өткүзүлгән «сағламлиқ билимлири университети» ниң академик иш башлаш мурасимида қилған сөзидә, мундақ деди: «биз уда 16 йилдин буйан наһайити сүзгүрлүк билән хизмәт ишләватқан вә наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүватқан саһәләрниң бешида сәһийә саһәси келиду. шәһәр дохтурханилиримиз билән бирликтә сағламлиқ сайаһитиниму тәрәққий қилдуримиз, дәрвәқә, түркийәниң сәһийә саһәсидә наһайити тез миллийлишиш вә өзлүкини җари қилдурушқа еһтийаҗ бардур. җүмлидин, шундақ қилишқа тамамән күчимиз йетиду. сәһийә саһәсигә мунасивәтлик барлиқ үскүниләр вә керәклик материйалларни дөлитимиздә ортақ ишләпчиқиришқа маслишалайдиған хәлқаралиқ ширкәтләрни тәклип қиливатимиз, худайим буйриса, бу хизмәтни чоқум мувәппәқийәтлик һалда тамамлаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر