чавушоғлу ирақ парламенти билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу ирақ парламентиниң башлиқи муһәммәд әл һалбуси билән көрүшти.

1067034
чавушоғлу ирақ парламенти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу һалбуси билән көрүшүп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә түрк хәлқиниң салимини йәткүзди. у түнүгүн (10-өктәбир) җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һалбусини қобул қилғанлиқини хатирилитип, көрүшүштә икки дөләт оттурисидики су мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди. у мундақ деди:

«ирақ түркмән алдинқи сепиниң башлиқи әршәт салиһи вә һәйитиниң әнқәрә зийаритидә, су мәсилисини музакирә қилған идуқ. һәм һалбуси һәмдә түркмәнләр су мәсилисини тилға алғанда, суни өзи йашайдиған районлар үчүн әмәс, бәлки башқа районлар үчүн тәләп қилди. бу бизни интайин хушал қилди. әлвәттә бу чақириқларни җавабсиз қалдуралмайттуқ. җумһур рәисимиз мәсилә һәққидә бизгә йолйоруқ бәрди. хәвпсизликтин иқтисадқичә ирақ хәлқини қоллаймиз.»

у зийаритиниң әсли мәқситиниң, «ирақниң иттипақлиқи вә баравәрликиниң қоғдилишини қоллаш» икәнликини қәйт қилди. у сайламдин кейин ирақни зийарәт қилғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрүп: «иншааллаһ, ирақта һәммигә қучақ ачидиған, кәң даирәлик һөкүмәт қурулиду. ирақ парламентиниң дөләтниң келәчики һәққидә муһим рол ойнайду дәп ойлаймиз.»

ирақ парламент башлиқи һалбуси министир чавушоғлуниң зийаритиниң икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққий қилишиға һәссә қошидиғанлиқини билдүрди. у ирақ билән түркийә оттурисида күчлүк болған җуғрапийәви мунасивәтләрниң барлиқини әскәртип, икки дөләт мунасивәтлириниң барлиқ саһәләр бойичә күчийишини үмид қилидиғанлиқини тилға алди.

һалбуси террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумлирида дөләтниң еғир зийанға учриғанлиқини әскәртип, ирақниң асасий ул-әслиһәси вә қайтидин қуруш ишлири үчүн түркийәдин йардәм тәләп қилди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу ирақ түркмән алдинқи сепиниң башлиқи әршәт салиһи, түркмән парламент әзалири вә сийасәтчиләр билән көрүшти.

у йәнә, сабиқ муавин пирезидент вә қарар партийәсиниң рәһбири усамә нуҗәйфи биләнму көрүшти. у ирақ һөкүмитини тәшкилләш вәзиписигә тәйинләнгән адил абдулмәһди вә дөләт һикмәт еқиминиң рәһбири аммар әл һекмә биләнму көрүшти

чавушоғлуниң ирақ пирезиденти бәрһәм салиһи, баш министир һәйдәр әлибади, бәдир тәшкилатиниң рәһбири һади әламири билән көрүшкәндин кейин, нәҗәфкә берип садр һәрикитиниң рәһбири муқтәда әссадир билән көрүшиду.

у нәҗәфтә һәзрити әлиниң қәбрисини зийарәт қилиду.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر