әрдоған венгирийә зийаритини башлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған венгирийә пайтәхти будапеишттә пирезидент жанос адер тәрипидин рәсмий мурасим билән қизғин күтүвелинди.

1064778
әрдоған венгирийә зийаритини башлиди
erdogan macaristan'da.jpg
erdogan macaristan'da.jpg
erdogan macaristan'da.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған вә рәпиқиси әминә ханим венгирийә пирезидентлиқ сарийиға атлиқ мурасим қаравуллириниң һәмраһлиқида йетип кәлди вә пирезидент адер билән рәпиқиси анита һерҗзеғ тәрипидин қизғин күтүвелинди. күтүвелиш мурасимида, икки дөләтниң миллий маршлири оқулди. әрдоған билән адер мурасим қаравуллириға еһтирам билдүргәндин кейин, бир-биригә һәйәттикиләрни тонуштурди.

икки рәһбәр айрим көрүшүшини ахирлаштуруп, һәйәтләр ара көрүшүшкә иштирак қилиду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға, рәпиқиси әминә әрдоған, җумһур рәислик сарийиниң байанатчиси ибраһим калин, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, сода министири руһсар пәкҗан, қатнаш министири мәһмәт җаһит турһан, җумһур рәислик учур-алақә мәркизиниң башлиқи фаһрәттин алтун, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң муавин рәиси җәвдат йилмаз һәмраһ болди.

рәҗәп таййип әрдоған икки күнлүк венгирийә зийаритидә, пирезидент адердин башқа, парламент башлиқи ласзло көвер вә баш министир виктор орбан биләнму көрүшиду.

көрүшүшләрдә, икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққий қилдурулуши үчүн бесилиши керәк болған қәдәмләр муһакимә қилиниду. буниңдин башқа, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлири, қанунсиз көч вә терроризмға қарши күрәш мәсилилириму музакирә қилиниду.

рәҗәп таййип әрдоған баш министир орбан билән будапешштики гүл баба мәқбәрисиниң ечилишиға бирликтә иштирак қилиду.

рәҗәп таййип әрдоған түркийә-венгирийә мунбиригә қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر