түркийәниң қаттиқ тиришчанлиқи нәтиҗисидә идлибтә инсаний тирагедийәниң алди елинди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «путин билән идлибтә қораллардин тазиланған район тәсис қилиш җәһәттә келиштуқ» деди.

1051357
түркийәниң қаттиқ тиришчанлиқи нәтиҗисидә идлибтә инсаний тирагедийәниң алди елинди

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 10 күн ичидә икки қетим көрүшкән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путин, сүрийәниң идлиб районида қораллардин тазиланған район тәсис қилиш мәсилисидә келишти. икки рәһбәр сочида айрим вә һәйәтләр ара өткүзүлгән учришиштин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

ахбарат елан қилиш йиғинида дәсләптә сөз қилған пирезидент путин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән содини асас қилған һалда икки тәрәп мунасивәтлирини музакирә қилғанлиқлирини билдүрди. у содида миллий пул бирликлирини ишлитишни тәкитләп, ортақ енергийә лайиһәлириниң давамлишидиғанлиқини қәйт қилди.

у мәдәнийәт вә сайаһәт саһәлириниңму музакирә қилинғанлиқини, идлибниң күнтәртипниң мәркизий нуқтиси болғанлиқини вә бу һәқтә муһим пикир бирликиниң һасил қилинғанлиқини ейтти. у сүрийәдики русийә базилириға һуҗум қилиш хәтиридин әндишә қиливатқанлиқлирини әскәртти вә сөзини мундақ давамлаштурди:

«идлибтә өктичи гуруппиларниң еғир типлиқ қораллири билән 20-15 километирлиқ қоралсиз район тәсис қилиш үчүн чекинишини қарарлаштурдуқ.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сөзини русийәни зийарәт қилғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрүш билән башлиди вә икки дөләт һәмкарлиқиниң һәр саһәдә, ортақ сийасий ирадә асасида илгирилигәнликини тәкитлиди.

у путин билән сүрийә мәсилисидә өзара пикир алмаштурғанлиқлирини билдүрүп: «идлибтә 15-өктәбирдин башлап, қораллардин тазиланған бихәтәр район тәсис қилип, өктичиләр вә бәшшар әсәд һакимийитиниң туруватқан районлирида қелиши тоғрисида келиштуқ» деди.

у қораллардин тазиланған район хәвпсизликиниң түркийә билән русийә қисимлириниң маслишиши астида капаләткә игә қилинидиғанлиқини әскәртти вә буниң билән идлибтә инсаний тирагедийә йүз беришиниң алди елинғанлиқини билдүрди.

у сүрийә асасий қанун комитетиниң хизмәтлирини ахирлаштурушидин кейин өткүзүлидиған сайламларда, сүрийә хәлқиниң өз таллишини оттуриға қойушини үмид қилидиғанлиқлирини қәйт қилди. у мундақ деди:

«террорист гуруппилар пәқәт идлибтила әмәс. әң чоң тәһдит фират дәрйасиниң шәрқидә һәрикәт қиливатқан бөлгүнчи терролуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д дур.»

путин билән әрдоған 7-сентәбир иран пайтәхти теһранда пирезидент һәсән руһаниниң саһибханлиқида өткүзүлгән үч тәрәп йиғинида көрүшкән иди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر