чавушоғлу түркийәниң шәрқий ақдеңизда бурғилаш хизмәтлирини башлайдиғанлиқиниң сигналини бәрди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийәниң бу йил күздә шәрқий ақдеңизда бурғилаш хизмәтлирини башлаш еһтимали барлиқини әскәртти.

1042577
чавушоғлу түркийәниң шәрқий ақдеңизда бурғилаш хизмәтлирини башлайдиғанлиқиниң сигналини бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу билән пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болған шималий қибрис түрк җумһурийити баш министир йардәмчиси вә ташқи ишлар министири қудрәт өзәрсай, ташқи ишлар министирлиқида қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

чавушоғлу, түркийәниң шәрқий ақдеңизда карбун һидрид издәш паалийәтлирини қачан башлайдиғанлиқиға даир бир соалға «бу районда, шәрқий ақдеңизда түркийәниң иқтисадий саһәси бар. шималий қибрис түрк җумһурийитиниңму қитә саһәси вә деңиз тәвәлики бар. биз һәр иккисиниң муһапизәт қилиниши үчүн шималий қибрис түрк җумһурийитиниңму тәлипигә асасән керәклик тәдбирләрни һәрдаим йолға қойдуқ вә қойиватимиз» дәп җаваб бәрди.

бу районда буниңдин илгири түркийәниң бәзи бурғилаш хизмәтлирини башлишиға тосқунлуқ қилинғанлиқиниму әслитип өткән чавушоғлу, «әмди бизму супа алдуқ вә бурғилашни башлийалаймиз. буниң тәййарлиқини енергийә ишлири министирлиқимиз наһайити йахши қиливатиду. хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақ бу супиларни сетивелиш җәһәттә алаһидә күч чиқарди вә керәкликлик тәййарлиқларни қилди. күздә бурғилаш башлиниши мумкин» деди.

у, түркийәниң шәрқий ақдеңизда бурғилаш хизмити елип баралайдиған дөләтләрниң ширкәтлири билән, йавропа иттипақи билән вә капаләтчи дөләт гиретсийә биләнму бу һәқтә сөһбәт өткүзүлгәнликини, бүгүн гиретсийә ташқи ишлар министири никос косиас билән измирда көрүшидиғанлиқини әскәртти.

косиас билән қибрис мәсилисини өз ичигә алған бәзи мәсилиләр тоғрисида ғәйрий рәсмий шәкилдә пат – пат көрүшүп туруватқанлиқини тәкитлигән чавушоғлу, әтики (бүгүн) учришиштиму бу һәқтә сөзлишидиғанлиқлирини қәйт қилди.

чавушоғлу, аралда рим тәрәпниң һәм мәсилини һәл қилишқа йеқинлашмиғанлиқиға һәм қибрис түрк хәлқиниң һәқлирини нәзәрдин сақит қилип бир тәрәплимә паалийәтләрни елип барғанлиқиға ишарәт қилған һалда, «буниң уларға бир пайдиси йоқ. мушундақ давамлаштуридиғанла болса, бизму һәр түрлүк тәдбирләрни йолға қойимиз, қойушни давамлаштуримиз. бурғилаш ишиниму башлаймиз. бизму қибрис түрк хәлқиниң һәққини, иқтисадий мәнпәәтлирини әлвәттә муһапизәт қилимиз, бирақ, шәрқий ақдеңизда түркийә җумһурийитиниңму һәқлири бар. бу һәқлиримизниму әлвәттә тәләп қилимиз вә керәклик қәдәмләрни ташлаймиз» деди.

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министир йардәмчиси вә ташқи ишлар министири өзәрсайму, шәрқий ақдеңиздики карбун һидрид издәш хизмәтлири тоғрисида тохтилип, райондики тәбиий байлиқларда қибрис рим хәлқиниң һәққи болғинидәк, қибрис түрк хәлқиниңму һәққи барлиқини, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәрдаим йаришиш вә һәмкарлиқ тәрәпдари болуп кәлгәнликини қәйт қилди.

шималий қибрис түрк җумһурийитиниң барлиқ мәсилиләрдә түркийә билән толуқ һәмпикир икәнликини тилға алған өзәрсай, «һөрмәтлик чавушоғлуға вақти вә мәзмуни интайин һалқилиқ болған бу тәклипни қилғанлиқи үчүн рәһмәт ейтимән» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر