түркийә киризисни пурсәткә айландуриду

түркийә җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин иқтисадта елинған тәдбирләр нәтиҗисидә икки күндин буйан йахшилиниш мусаписиниң оттуриға чиққанлиқини ейтти.

1034070
түркийә киризисни пурсәткә айландуриду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик кабенти рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилқида топланди. җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин йиғин һәққидә мәлумат бәрди.

у иқтисадта елинған тәдбирләр нәтиҗисидә, икки күндин буйан йахшилиниш мусаписиниң оттуриға чиққанлиқини билдүрүп: «җумһур рәисимизниң иқтисад урушиға қарши башлиған миллий сәпәрвәрлик чақириқиға, мусбәт җаваб бәргәнләргә, чәт әлләрдә муһим байанатларни елан қилғанларға тәшәккүр ейтимиз» деди.

у қатар билән 15 милйард долларлиқ мәбләғ селишниң қарар қилинғанлиқини әскәртти. у: «җумһур рәисимиз фирансийә пирезиденти макрон вә германийә баш министири ангела меркел билән телефонда көрүшкәндә бу мәсилә муһакимә қилинди. меркел билән макрон америка пирезиденти доналд трамп һөкүмитиниң содини вә долларни қорал қилип пайдилинишиниң қанчилик хата икәнлики һәққидә җумһур рәисимиз билән ортақ пикир һасил қилди» деди.

у түркийә лираси һәққидә иғвагәрчилик қилишқа шараит йаритип беридиған, сүйистемал қилишқа пайдилиқ муһитни пүтүнләй йоқатқанлиқлирини билдүрди. у мундақ деди:

«банкиларға қәрз бериш мәсилисидә хатирҗәм қилидиған муһит шәкилләндүрүлди. түркийә иқтисадиниң ули күчлүк һәм мустәһкәм. түркийә мәбләғ селишқа қолайлиқ дөләт болуш сүпити билән һәммигә ишикини ачқан. җумһур рәисимизниң ейтқиниға охшаш, түркийә киризисни пурсәткә айландуриду.»

у ирақниң синҗар районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қизил тизимликкә киргүзүлгән аталмиш «рәһбәр» қатлимидики бир террористниң бир тәрәп қилинғанлиқи үстидиму тохталди. у: «террорлуқни өзиниң җайида йоқитиш ирадимиз қәтийдур. синҗарға охшаш һәрбий һәрикәтләр буниңдин кейинму техиму көп елип берилиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر