тунҗәлидә террорлуқ тәшкилатиға еғир зәрбә берилди
түркийә армийәси бүгүн тунҗәли – уваҗик тағлиқ районида террорчиларға зәрбә бериш һәрикити елип берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 6 террорчини бир тәрәп қилди.
1026348
түркийә авази радийоси хәвири: тунҗәли вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим хадимлири оваҗик тағлиқ районида зәрбә бериш һәрикити елип берип, бири тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң сериқ рәңлик категорийәсидә исми бар террорчи болуп җәмий 6 террорчини бир тәрәп қилди.
уҗуқтурулған сериқ рәңлик категорийәдә исми бар мәзкур террорчиниң, 2016 – йили май ейида оваҗик тағлиқ районида 2 нәпәр қораллиқ сақчи қисим хадиминиң йарилиниши вә 2013 – йили авғустта бир кишиниң өлтүрүлүшини кәлтүрүп чиқарған вәқәләргә арилашқанлиқи ениқланди.