кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғини қалдурған излар
«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғини қалдурған излар» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз.
түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғини қалдурған излар» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз.
дунйаниң тәрәққий қиливатқан әң чоң 5 иқтисадий күчидин тәшкил тапқан кесәк алтун (BRİCS) гурупписи, 10 – нөвәтлик башлиқлар йиғинини җәнубий африқида өткүзди. җумһур рәис әрдоғанму иштирак қилған башлиқлар йиғинида хәлқара содидин селинмиларғичә, дунйави һәмкарлиқлардин тартип малийә хизмәтлиригичә болған наһайити кәң даирилик мәсилиләр музакирә қилинди. дунйа содисиниң %18 ини қиливатқан болуши, көпийиватқан нопуси, гүллиниватқан иқтисадий күчи қатарлиқлар дунйа иқтисадиниң %23 ини тәшкил қилидиған кесәк алтун дөләтлириниң хәлқара иқтисад сәһнисидики нопузиниң күнсери ешишиға сәвәб болмақта. ундақта, сода урушлири тоғрисидики сөз – чөчәкләр дунйа иқтисадиниң күнтәртипигә киргән вә алдимиздики мусапигә даир турақсизлиқлар күнсери еғирлишиватқан мушундақ бир пәйттә, кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғини тәрәққий қиливатқан дөләтләргә қандақ үмидләрни беғишлайду?
тунҗи қетимлиқ йиғинини 2006 – йили биразилийә, һиндистан, русийә вә хитай ташқи ишлар министирлириниң иштирак қилиши билән «BRİC» дегән нам астида чақирған бу қурулма, 2009 – йили тунҗи қетим һөкүмәт вә дөләт башлиқлири дәриҗилик йиғин чақирди. 2011 – йили җәнубий африқиниң қетилиши билән нами «BRİCS» ға өзгәрди.
бир йәргә җәм болған бу бәш дөләтниң әң гәвдилик алаһидилики дунйа нопусиниң %40 идин көпрәкини, дунйа иқтисадиниң %25 гә йеқинини шәкилләндүридиған болушидур. кесәк алтун дөләтлири арисидики әң чоң иқтисадий күч хитай болса, киши бешиға тоғра келидиған кирими әң йуқири дөләт русийәдур. бу дөләтләр өзара 102 милйард доллардин артуқ сода һәҗимигә игә. буниңдин башқа, бу дөләтләрниң нопусиниң сүрәт билән көпийиватқанлиқини вә енергийә записиниң моллиқини тилға елип өтүшму пайдилиқ болса керәк. башқичә қилип ейтқанда, нөвәттә дунйада нопус көпийиш сүрити вә енергийә тәлипидә көрүлгән ешишқа қарши бу дөләтниң бирдин көп кесишмә нуқтиси бар. бу җәһәттин елип ейтқанда, йиғинда чиқирилған «кесәк алтун енергийә тәкшүрүш һәмкарлиқ мунбири» қуруш тоғрисидики қарарниң наһайити тоғра бир қарар икәнликини ейтишимиз мумкин.
йәнә, сода вә енергийә мәнбәлири җәһәттики әвзәлликини хитай башчилиқидики бир бәлбағ, бир йол қурулуши арқилиқ ишқа ашуруш үчүн ғәйрәт қиливатқанлиқиниму әстин чиқармаслиқ лазим. әслидә буниңға охшаш ғайәт зор пилан – лайиһәләр, әза дөләтләр ара һәмкарлиқни күчәйтиш билән биргә, күчлүк иттипақдашлиқларниң орнитилишиғиму һамилдардур.
кесәк алтун дөләтлириниң пул – муамилә хизмәтлири саһәсидә ташлиған тунҗи қәдими, 2014 – йили қурулған йеңи тәрәққийат банкиси (NBD) дур. бу банкиниң қурулуш нишани, әза дөләтләр малийә җәһәттә һәрқандақ бир қийинчилиққа дуч кәлгән тәқдирдә, һасил қилинған сәрмайә арқилиқ малийә җәһәттин йардәм бериштин ибарәттур. нөвәттики сәрмайиси 100 милйард долларға йәткән бу банка, әза дөләтләрни қәрз билән тәминлимәктә.
йиғинниң хуласә доклатида болса, дунйа иқтисадиниң очуқ – ашкара болушиниң әһмийити тәкитләнди, көп тәрәплимә содиниң қоллап – қуввәтлиниши тоғрисида чақириқ елан қилинди. әслидә бу йәрдә, дунйа иқтисадида кеңийишкә башлиған сода қоруқчилиқи долқунлириға қарши көп тәрәплимә содини техиму күчәйтип, ишәнчни чиқиш қилидиған, келәчикини мөлчәрлигили болидиған бир сода системисиниң ройапқа чиқирилиши нишан қилинмақта. чүнки, бирдин көп тәрәпни өз ичигә алидиған бу системида, кесәк алтун дөләтлириниң мәвҗут сода имканийәтлиридин әң үнүмлүк шәкилдә пайдилиниши вә өзара селинма тори шәкилләндүрүшниң йоли, сода бихәтәрликини капаләткә игә қилиш мусаписини бесип өтиду.
кесәк алтун дөләтлириниң хәлқара иқтисадқа йеңи бир тәртип – интизам елип келиши үчүн, әза дөләтләр арисидики һәмкарлиқ вә дийалогни техиму илгири сүрүш лазим. йәнә келип пәқәт әза дөләтләр биләнла әмәс, нөвәттә дунйаниң тәрәққий қиливатқан, гүллиниватқан барлиқ дөләтлири билән алақә орнитишқа вә ташлинидиған конкрет қәдәмләргә еһтийаҗ бар.
сийасий вә иқтисадий күч тәңпуңлуқи өзгириватқан мушундақ шараитта, түркийәниң һәм геополитикилиқ орниниң тәқәззаси һәм елип бериватқан дипломатик мунасивәтлириниң нәтиҗисидә һалқилиқ бир ролға игә икәнликини алаһидә тәкитләшкә тоғра келиду؛ дунйаниң гүллиниватқан иқтисадий күчлириниң бири һесаблинидиған түркийәниң, кесәк алтун дөләтлиригә қилидиған җәмий експорти 7 милйард 300 милйон доллар, бу дөләтләрдин қилидиған импорти болса, 53 милйард 400 милйон доллар әтрапида болмақта. мәйли иқтисадий җәһәттин болсун, мәйли ташқи сийасәт җәһәттин болсун, түркийәниң бу дөләтләр билән болған икки тәрәп мунасивәтлирини гүлләндүрүши, түркийәни тәрәққий қиливатқан дөләтләр арисида алдинқи пиланға чиқириду.
йуқириқиға охшаш әһваллар сайисида өзгириш шамаллири чиқиватқан дунйа иқтисад сәһнисидики нопузлуқ органлар орнини йеңилириға бошитип берәмду, буни алдимиздики мәзгилләрдә көримиз.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
испартада һәрбий тик учар чүшүп кәтти
испартада һәрбий тик учар айропиланниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә 6 әскәр шеһит болди.