әрдоғанниң җәнубий африқидики учришишлири давамлашмақта
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң җәнубий африқиниң җоһанесбург шәһиридә чақирилған 10 – нөвәтлик биразилийә – русийә – һиндистан – хитай – җәнубий африқа (кесәк алтун) дөләтлири башлиқлар йиғини даирисидики учришишлири давамлашмақта.
түркийә авази радийоси хәвири: башлиқлар йиғининиң ахирқи күни дөләт башлиқлири билән йиғинға тәклип билән қатнашқан әлләрниң рәһбәрлири хатирә сүрәткә чүшти.
ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси сүпитидә йиғинға қатнашқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму башқа рәһбәрләр билән бирликтә хатирә сүрәткә чүшти һәмдә кесәк алтун дөләтлириниң чүшлүк тамақ зийапитигә иштирак қилди.
җумһур рәис әрдоған бу йәрдә қилған сөзидә, мәвҗут йәр шари характерлик иқтисад түзүлмисиниң аз санлиқ бир гуруппидин башқа һечкимниң дәрдигә дәрман болалмайватқанлиқини әскәтти, шуңа бу түзүмниң өзгириши лазимлиқини тәкитләп мундақ деди: «техиму адил, техиму битәрәп бир хәлқаралиқ киредитни дәриҗигә айриш оргини тәшкил қилиш мәқситидә һәм кесәк алтун дөләтлири қармиқида һәм түркийәдә айрим – айрим елип бериливатқан паалийәтләрдә ортақ һәрикәт қилишимиз мумкин.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
испартада һәрбий тик учар чүшүп кәтти
испартада һәрбий тик учар айропиланниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә 6 әскәр шеһит болди.