«түркийә армийәси п к к ниң ирақтики муһим йиғин саһәлирини бомбардиман қилди»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә армийәсиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң шималиға җайлашқан қәндил районидики муһим йиғин саһәлирини бомбардиман қилғанлиқини ейтти.

993641
«түркийә армийәси п к к ниң ирақтики муһим йиғин саһәлирини бомбардиман қилди»

түркийә авази радийоси хәвири: хусусий бир телевизийә қанилиниң «нәқ мәйдан» пирограммисида, түркийә армийәсиниң ирақниң шималиға җайлашқан қәндил районидики һәрбий һәрикәтлири тоғрулуқ мәлумат бәргән  җумһур рәис әрдоған, түркийә армийәсигә аит 20 уруш айропиланиниң дәсләпки қәдәмдә 10 муһим нишанни бомбардиман қилғанлиқини, шуниң билән бир вақитта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң каттибашлири йиғилидиған вә йиғин өткүзидиған муһим саһәләрниму бомбардиман қилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һава һуҗумлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң муһим каттибашлири бир тәрәп қилинған дәп қараймиз.»

җумһур рәис әрдоған қәндил райониға қуруқлуқ һуҗуми елип берилип берилмаслиқиға алақидар соалға җаваб бәргәндә мундақ деди: «қәндил райониниң җуғрапийәлик җайлишиш орни интайин мурәккәп, шуңа бу нуқтиға диққәт қилған асаста һәрикәт қиливатимиз, һәммигә мәлумки, бизниң шималий ирақта бәзи һәрбий базилиримиз бар, бу базиларни техиму мустәһкәмләшкә  тоғра келиду, буни биз ирақ мәркизий һөкүмити билән бирликтә ишқа ашурушни пиланлаватимиз.»

синҗар мәсилиси тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, бу җайниң түркийәгә нисбәтән иккинчи қәндил һесаблинидиғанлиқини, шуңа синҗар райониниң наһайити муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «зөрүр тепилғанда синҗар райони мәсилисидә тегишлик қәдәм ташлаймиз, дөләт хәвпсизлик оргинимиз синҗар райони тоғрулуқ муһим хизмәтләрни ишлимәктә.»

сүрийәниң шималидиму охшаш паалийәтләрниң елип бериливатқанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, бу һәқтә қилчә кәйнигә чекиниш болмайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر