истанбулда «билим мәркизи» қурулиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулдики хәлиҗ кемисазлиқ завутида «билим мәркизи» қурулидиғанлиқини билдүрди.

993289
истанбулда «билим мәркизи» қурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «истанбулдики хәлиҗ районида <билим мәркизи> қуримиз, инсан вә мәдәнийәт байлиқлирини қезип чиқирип техиму бейитишни нишан қилидиған <билим мәркизи> йилиға 2 милйон зийарәтчини қобул қилиду, мәркәз билим саһәсигә наһайити зор төһпиләрни қошиду.»

8 миң кивадрат метирлиқ саһәгә қурулидиған  вә 100 милйон лира мәбләғ селинидиған лайиһә қурулушиниң үч йилда пүтидиғанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, «билим мәркизи» ниң хәлқаралиқ технологийә мәркизи, дигитал кәспий кутубхана, йеңилиқ йаритиш мәркизи, билим ашуруш пирограммилири, қисқа курс вә илим - пән көргәзмилирини өз ичигә алидиғанлиқини қәйт қилди.

игилинишичә, лайиһәниң дәрслик қисмида, «дигиталлишиш вә сүний һәқиқәт», « сүний әқлий иқтидар», «деңизчилиқ вә кемисазлиқ ишлири», «пән тарихшунаслиқи», лайиһәниң билим ашуруш курслири қисмида болса, «пирограмма лайиһәләш курслири», «илим - пән көргәзмилири» вә « STEAM курслири» ниң болуши пиланланмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر