әрдоған шималий ираққа һәрбий һәрикәт қозғашниң бешаритини бәрди

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған "синҗарғиму, қандилғиму һәрбий һәрикәт қозғаймиз" дегән сөзлири билән, шималий ираққа һәрбий һәрикәт қозғашниң бешаритини бәрди.

988433
әрдоған шималий ираққа һәрбий һәрикәт қозғашниң бешаритини бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бир хусусий телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилип, күнтәртип һәққидики соалларға җаваб бәрди. у сөзидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши күрәш қилиш мусаписини чүшәндүрди. у: "түркийә қандилда һәрбий һәрикәт қиламду?" дегән соалға, мундақ җаваб бәрди:

"бу мәсилиниң икки амили бар, қандил бар, синҗар бар. әгәр, һазир ирақтин түркийәгә һәр қандақ тәһдит шәкилләнсә, әлвәттә бу мәсилини ирақ һөкүмити билән тезликтә көрүшүп, музакирә қилимиз, демисиму пат-пат бундақ тәһдитләр болуп туриду. бағдад һөкүмити <мән бу мәсилини һәл қилимән> десә техи йахши. <һәл қилмаймән> десә, һечкимдин иҗазәт алмаймиз, синҗарғиму, қандилғиму һәрбий һәрикәт қозғаймиз. һәтта, мән маһмурни биринчи қетим ағзимға алдим, маһмур наһайити муһим. б д т ниң мундақ бәлгилимиси бар, ундақ бәлгилимиси бар дейиливатиду. б д т маһмур мәсилисини һәл қилиши лазим. чүнки маһмурда террористлар тәрбийәлиниватиду, у йәр террористларниң увиси."

у: "б д т билән бу тоғрида елип бериливатқан учришиш барму?" дегән соалға, бу тоғрида бурун учришишларниң өткүзүлгәнликини, бу мәсилиләрни б д т ниң сабиқ баш катипи бан кимун билән нурғун қетим сөзләшкәнликлирини әскәртип: "һазир антонийо гутерс билән сөзлишиватимиз. бирси бу ишни һәл қилсун. һәл қилса қилди, қилмиса, қилишқа тегишлик ишни биз қилимиз, бу йәр террористларниң увисидур" дәп җаваб бәрди.

у мәсилини бағдад һөкүмити билән бирликтә музакирә қилип, қәдәмму қәдәм һәл қилинишиниң әһмийитини тәкитлиди вә: "қандил қәйәргә тайиниду дәп ойлайсиләр, маһмурға тайиниду. буларни хата ойлимайли, синҗар әслидә кичик қандил" деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر