бу қетим шеһит хәвири ирақниң шималидин кәлди

түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики террорчиларға қарши елип барған һәрбий һәрикәт әснасида 2 әскиримиз шеһит болди.

976040
бу қетим шеһит хәвири ирақниң шималидин кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип берилған һәрбий һәрикәт җәрйанида 2 әскиримиз шеһит болуп, 2 әскиримиз йаридар болди.

армийә баш иштабидин елан қилинған байанатта, түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики террорчиларға қарши һәрбий һәрикәт елип барғанлиқи билдүрүлди.

һуҗум җәрйанида, икки әскәр йаридар болуп, йәнә икки әскәрниң шеһит болғанлиқи қәйт қилинди.

бу арилиқта, түркийә армийәси ирақниң шималидики террорлуқ нишанлириға түнүгүн (21-май) һавадин һуҗум қилип, террорчиларға бир қорал истиһкаминиму қошқанда, җәмий 4 нишанни пачақлап ташлиди.


خەتكۈچ: #шеһит , #һуҗум

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر