исраилийәниң зулумлири 13 тилда әйибләнди

кастамону университети америкиниң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткишигә вә исраилийәниң ғәззәдә пәләстинликләргә елип барған қәтлиамиға қарши 13 тилда әйибнамә елан қилинди.

974011
исраилийәниң зулумлири 13 тилда әйибләнди

түркийә авази радийоси: әйибнамә кастамону университетниң тор бетидә қазақчә, қирғизчә, әзәрбәйҗанчә, түркмәнчә, фирансузчә, русчә, әрәбчә, инглизгчә, нимисчә, өзбекчә вә урдучә тиллирида елан қилинди.
әйибнамидә америкиниң хәлқара қанунни, б д т қарарлирини, тарихй вә иҗтимаий һәқиқәтләрни көрмәскә селивелип, әлчиханисини қуддусқа йөткәш қарариниң, оттура шәрқтики малиманчилиқ вә муқимсизлиқни әвҗ алдурғанлиқи билдүрүлди.  
америкиниң қараридин җасарәт алған исраилийәниңму әмдиликтә қәтлиам қилишни башилиғанлиқи билдүрүгән байанатта мунулар алаһидә тәкитләнди: 
«тарих бүгүнки күнләрни қара бир дағ сүпитидә хатирисигә йазиду. пәләстин хәлқи қанунлуқ қоғдиниш һоқоқиға игә. ишғалийәтчи салаһийитидики исраилийә вә униң һамийси болған америка, оттура шәрқтә бигунаһ инсанларға қарши зорванлиқни йолға қойуп күч ишлитиш арқилиқ дөләт террорлуқини садир қилмақта. бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә лаһей хәлқара җинайй ишлар сот мәһкимисини өз вәзипилирини орундашқа чақириқ қилимиз. әгәр хәлқара қанун дегән бир нәрсә болса вә азрақ болсиму инсаний виҗданға игә болса, бу барлиқ хәлқаралиқ органларниң трамп вә нетанйаһу һәққидә дело ечип, керәклик җазани беришини күтимиз. бизләр изилгән, бигунаһ пәләстин хәлқигә тәзийә-тиләклиримизни йоллаш билән биргә, вәтәнлирини вә ғурурини фоғдаш йолида шеһит болған қеридашлиримизниңла әмәс, бәлки қанунниңму қәтлиам қилинғанлиқини пүтүн дунйаға чүшәндүримиз, дунйа һаман бир күни чоқум чүшинип қалиду. виҗдан игиси болған һәммәйләнни америкиға вә исраилийәгә қарши мәйданини оттуриға қойушқа, наһәқчилиққа қарши сада йаңритишқа вә пәләстин хәлқи билән һәмкарлишишқа чақиримиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر