түркийә парламенти доналд трампқа хәт әвәтти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламент) америка пирезиденти доналд трампқа хәт йазди.

973540
түркийә парламенти доналд трампқа хәт әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә парламентиниң америка пирезиденти доналд трампқа йазған хети америкиниң әнқәрәдики әлчиханисиға йәткүзүлди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси гуруппа вәкили мустафа әлиташ түркийә бүйүк милләт мәҗлиси( паламент)тики ишханисида , америка мәҗлисигә қарашлиқ алий вә авам палата тәрипидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға йезилған хәткә җавабән, америка пирезиденти доналд трампқа йезилған вә 303 парламент әзасиниң имзаси болған хәтни, америкиниң әнқәрәдики әлчиханисиға тәвә ташқий сийасәт бөлүми башлиқи җеффрей һулсқа тапшуруп бәрди.

әлиташ хәтни бәргәндин кейин , түркийә-америка мунасивәтлириниң сәзгүр вә һалқилиқ басқучини баштин кәчүрүватқанлиқини алаһидә әскәртип өтти.

әлиташ мунуларни байан қилди: «парламентимиз тәрипидин йезилған хәттә түркийә-америка мунасивәтлиридики муһим нуқтилар тилға елинди. икки дөләт мунасивәтлиридә бизгә нисбәтән муһим һесаблинидиған икки мәсилә алаһидә әскәртилди. хетимиздә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 2016-йили 15-ийулда һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитигә америкиниң пәрвасизләрчә муамилә қилишиму тәнқидләнди. америкида хатирҗәм йашаватқан террорлуқ тәшкилати каттибеши вә бу тәшкилатниң 40тәк йуқири дәриҗилик мәсулиниң түркийәгә қайтуруп берилишини күтүватқанлиқимиз әскәртилди. сүрийәдә америкиниң террорлуқ тәшкилати п к к  вә гумаштиси п й д ға йантайақ болуши сәвәбидин истиратегийәлик вә әхлақий хаталиқларниң келип чиққанлиқи тилға елинип, америкидин бу сийасәтни өзгәртиш тәләп қилинди. америка пирезиденти доналд трамптин йәнә түркийә билән америка арисида сүрийәгә мунасивәтлик бәзи мәсилиләрдә һасил қилинған келишимләрниң иҗра қилинишини йеқиндин көзитишиму тәләп қилинди. »

мустафа әлиташ парламентниң бу хәт арқилиқ трампни,  түркийәниң мәвҗудлиқиға хәвп елип келидиған бу икки муһим мәсилигә нисбәтән түркийәдә йуқири көтүрүливатқан наразилиқ нидалириға қулақ селишқа вә америкиниң иттипақдеши болған түркийәниң бихәтәрликини капаләткә игә қилидиған конкрет қәдәмләрни ташлашқа чақирғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر