түркийәдә 3 күнлүк матәм елан қилинди

түркийәдә пәләситнлик шеһитләр үчүн 3 күнлүк  мәмликәтлик матәм елан қилинди.

970987
түркийәдә 3 күнлүк матәм елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ, министирлар кеңиши йиғинидин кейин елан қилған байанатида, исраилийәниң америка қошма иштатлири баш әлчиханисиниң қуддусқа йөткилиши җәрйанида қәтл қилған пәләситнлик шеһитләр үчүн 3 күнлүк мәмликәтлик матәм тутуш қарари чиқирилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «министирлар кеңиши йиғинида, пәләстинликләр билән һәмнәпәс болуш, пәләситнлик шеһитләрни йад етиш мәқситидә мәмликәт бойичә 3 күнлүк матәм тутуш тоғрулуқ қарар чиқирилди.»

түркийә бүйүк милләт мәҗлисидиму «қуддуйс» мәсилиси тоғрулуқ мәхсус йиғин чақирилидиғанлиқини әскәрткән боздағ, америка қошма иштатлири билән исраилийә баш әлчилириниң мәслиһәт үчүн пайтәхт әнқәрәгә чақирилиши тоғрилиқму мәлумат берип мундақ деди: «ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәватқан түркийә, җүмә күни тәшкилатни җиддий йиғинға чақириду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر