җумһур рәис әрдоған җәнубий корейә пирезиденти мон җаинниң учурини һәмбәһирләшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җәнубий корейә пирезиденти мон җаинниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған учурини һәмбәһирләшти.

964401
җумһур рәис әрдоған җәнубий корейә пирезиденти мон җаинниң учурини һәмбәһирләшти

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә пирезиденти мон җаин аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, түрк тилида муну учурни елан қилғаниди: «дөлитимиздә рәсмий зийарәттә болған түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән елип барған учришишим наһайити мувәппәқийәтлик өтти, гәрчә түркийә билән җәнубий корейә бир - биридин наһайити йирақ болсиму, лекин, ортақ һес – туйғулар җәһәттин бир - биригә интайин йеқин болған <қериндаш дөләтләр> дур. икки <қериндаш дөләт> мунасивәтлириниң әбәдий тәрәққий қилишини үмид қилимән, һәмдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға есәнлик тиләймән.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җәнубий корейә пирезиденти мон җаинниң бу  учурини һәмбәһирләшти, һәмдә инкас қайтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر