түркийәдә муддәттин бурун сайлам өткүзүлидиған вақитниң сәвәблири чүшәндүрүлди

муавин баш министир бәкир боздағ муддәттин илгири сайлам вақтиниң 24 – ийун болуп бәлигилинишидики сәвәбләрни чүшәндүрди.

954801
түркийәдә муддәттин бурун сайлам өткүзүлидиған вақитниң сәвәблири чүшәндүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: анадолу агентлиқи баш тәһрир үстили пирограммисида сөз қилған бәкир боздағ, сайлиғучиларниң сандуқ бешиға бериши үчүн 24ийунниң әң мунасип вақит икәнликини ейтти.

бәкир боздағ: «ийун ейиға қарайдиған болсақ, һәммәйлән қатнишалайдиған бир пәйт. мәктәпләрдә тәтил болиду. рамизан келиду. рамизан һейтиму бар. университет имтһанлириму башлиниду. шуңа бу һәммәйлән берип беләт ташлийалайдиған бир вақит» деди.

бәкир боздағ: «түркийәгә зийан салмаслиқ, сайлам талаш - тартишлири билән аварә қилмаслиқ үчүн сайлам вақтини алдиға елишни қарар қилдуқ» дегәнләрниму сөзлиригә илавә қилди.
 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر