«йавропа иттипақи түркийәгә тәңсиз вә адаләтсиз муамилә қилип келиватиду»
муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ йавропа иттипақиниң түркийәгә адаләтсиз вә тәңсиз муамилә қилип келиватқанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ йавропа иттипақиниң түркийәгә баштин-ахир «адил, баравәр»му муамилә қилмай келиватқанлиқини ейтти.
һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ министирлар кеңиши йиғинидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бериш әснасида йавропа иттипақиниң түркийәгә мунасивәтлик «тәрәққийат доклати»үстидә алаһидә тохталди.
түркийәниң йавропа иттипақиға толуқ әза болуш нишанидин йавропа иттипақи әзалири вә йавропа иттипақиниң түркийәгә қаратқан тәңсиз сийасәтлири сәвәбидин ваз кәчмигәнликини әскәрткән боздағ мундақ деди: «түркийә йавропа иттипақиға толуқ әза болуштин қәтий ваз кечип бақмиди, бу нишанимиз өзгәрмәйду. әпсус иқтисадий, сийасий вә қануний җәһәтләрдә түркийә билән охшаш сәвийәдә туридиған һәтта төвән орунда туридиған дөләтләрни әзалиққа қобул қилған йавропа иттипақи, түркийәгә тәңсиз сийасәтләрни йолға қойуп кәлмәктә.»
боздағ йавропа иттипақиниң узундин буйан үстидә музакирә қилиниватқан маддиларни түгәтмәй йеңи маддиларни музакирә қоймаслиқиниң түркийәгә адаләтсиз, тәңсиз муамилә қилип келиватқанлиқиниң ипадилири икәнликини ейтти.
боздағ сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «түркийә йавропа иттипақидин йирақлашмайватиду, әксичә түркийәгә тәңсиз вә адаләтсиз муамилә қилип келиватқан йавропа ититпақи түркийәдин йирақлишиватиду. әһвал мушундақ болсиму биз йәнила йавропа иттипақиға толуқ әза болуш нишанимиздин ваз кәчмидуқ вә кәчмәймиз. улар бизни қобул қилиш нийитидин ваз кәчсә очуқ десә болиду. буниңдин башқа, бир қисим йавропа иттипақи дөләтлири алдимизда <түркийәниң террорлуқ тәшкилатлириға зәрбә беришини тоғра чүшинимиз, чүнки түркийә йоллуқ қоғдиниш һоқуқини ишлитиватиду> дәп қойуп, кәйнимиздә бизниң терроризимға зәрбә бериш күришимизни қийинлаштуридиған һәтта тосалғу болидиған сийасәтләрни йолға қойуватиду. лекин биз түркийә болуш сүпитимиз билән терроризимға зәрбә бериш күришимизни қәтийлик билән давамлаштуримиз.»
гиретсийә билән түркийә арисида әгәдә мәйданға кәлгән «байрақ киризиси»гә мунасивәтлик бир соалға қарита бәкир боздағ, түркийә билән гиретсийәниң қошна дөләтләр икәнликини, әгә деңизиниң икки дөләт арисидики достлуқниң деңизи болушини арзу қилидиғанлиқлирини билдүрүп мунуларни байан қилди: «әпсус гиретсийә йеқинқи күнләрдә түркийәдә тоғрисида намувапиқ байанатларни берип келиватиду. әмәлийәттә гиретсийә сийасәтчилири нопузини қоғдаш һәтта күчәйтиш үчүн түркийәни вастә қилип мушундақ байанатларни бериватиду, дәп ойлаймән. улар бу нийитини очуқ ашкарә ипадиләватиду. түркийә билән гиретсийәниң мунасивити йахши болса бу һәр икки дөләтниң мәнпәәтигә пайдилиқ. шуңа мунасивәтлиримиз гиретсийәдики бир қисим сийасәтчиләрниң ички сийасәт ғәвғасиға қурбан қилинмаслиқи лазим.»
боздағ йәнә мунуларни байан қилди: «әгидики аралларға мунасивәтлик талаш-тартишлар ениқ, мәвһум нәрсә йоқ. түркийә әгәдики бәзи намувапиқ ишларға қәтий қарап турмайду. навада гиретсийә әгәдики араллар тоғрулуқ башқичә пиланларни түзүп һәрикәт қилса пилани әгидила суға чилишиду. түркийәгә бундақ пиланлар кар қилмайду.»