«сайаһәт йили вастиси билән түркийә-хитай мунасивәтлири техиму күчийиду»

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министир нуман куртулмуш 2018 түркийә сайаһәт йили вастиси билән түркийә-хитай мунасивәтлириниң техиму күчийидиғанлиқини билдүрди.

953788
«сайаһәт йили вастиси билән түркийә-хитай мунасивәтлири техиму күчийиду»

түркийә авази радийоси хәвири: мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министир нуман куртулмуш хитайдин түркийәгә бу йил 500 миң сайаһәтчи келишини күтүватқанлиқини ейтти.

бейҗиңда зийарәттә болған нуман куртулмуш «2018 түркийә сайаһәт йили»мунасивити билән өткүзүлгән паалийәткә қатнашти.

куртулмуш паалийәттә хитайдин түркийәгә келидиған сайаһәтчи санида бултурқиға селиштурғанда икки һәссә көпийиш болғанлиқини, бу йил хитайдин 500 миң сайаһәтчи келишни күтүватқанлиқини ейтти.

нуман куртулмуш түркийә-хитай мунасивәтлириниң сайаһәт йили вастиси билән техиму күчийидиғанлиқини тәкитләп, хитай сайаһәтчиләрни түркийәгә тәклип қилди.

куртулмуш қайтидин күнтәртипкә кәлгән «йипәк йоли»лайиһәсиниң 2000 йилдин буйан икки мәдәнийәтни бир-бири билән учраштурғанлиқини тәкитләп өтти.  

хитай мәдәнийәт вә сайаһәт министири ло шугаңму қатнашқан паалийәттә, милличә кийим кәйгән сәнәтчиләр тәрипидин сәнәт номурлири қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر