түркийә германийәгә тәзийә билдүрди

түркийә германийәдә мәйданға кәлгән аптомобил вәқәсидә җенидин айрилғанлар үчүн тәзийә телеграммиси елан қилди.

946644
түркийә германийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә германийәдики 3 адәм өлүп кәткән аптомобил вәқәси тоғрулуқ тәзийә телеграммиси елан қилди.

ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған тәзийә телеграммисида мундақ дейилди: «германийәниң мунстер шәһиридә мәйданға кәлгән һуҗумда йеқин-йоруқлиридин айрилип қалғанларға сәвр тиләп тәзийә билдүримиз. мушундақ қийин күнләрдә германийә дөлити вә хәлқигә тәзийә билдүрүп, еғир мусибитини чин қәлбимиздин ортақлишимиз.»

германийә ички ишлар министирлиқи вәқә тоғрулуқ байанат берип, бир аптомобилниң пийадиләр арисиға шиддәтлик кириши нәтиҗисидә 3 адәмниң өлгәнликини билдүрди.

мунстер сақчи идариси байанатчиси андерс бодему аптомобил шопуриниң вәқәдин кейинла өзини өлтүрүвалғанлиқини уқтурди.

германийә таратқулирида вәқә тоғрулуқ тарқалған хәвәрләрдә, аптомобил шопуриниң писихикилиқ мәсилилири болған бирнемис икәнлики илгири сүрүлди.

хәвәрләрдә йәнә аптомобилниң немис зораванниң намида икәнлики вә сақчиларниң зораванниң өйидә партлатқуч мадда издигәнликлириму хәвәр  қилинди.  

сақчиларниң вәқә үстидә әтраплиқ тәкшүрүш елип бериватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر