ақар зәйтун шехи һәрбий һәрикити тоғрисида байанат бәрди

түркийә армийәси баш иштаб башлиқи генерал - полковник хулуси ақар, түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районида елип бериватқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити тоғрисида тохталди.

942407
ақар зәйтун шехи һәрбий һәрикити тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси баш иштаб башлиқи генерал - полковник хулуси ақар, түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районида елип барған зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң хәлқара қанунға шундақла терроризмға қарши күрәш пиринсиплириға уйғун һалда елип берилғанлиқини ейтти.

армийә баш иштаб башлиқи хулуси ақар хатайда зәйтун шехи һәрбий һәрикити тоғрисида тохтилип, «зәйтун шехи һәрбий һәрикити, ишлитилгән қорал вә оқ – дорилар болуп һәммиси хәлқара қанунға вә терроризмға қарши күрәш пиринсиплириға уйғун һалда елип берилмақта. һәрикәт даирисидики барлиқ паалийәтләр, һәм һәрбий һәм инсаний қиммәт – қарашлар нуқтисидин дунйаниң башқа дөләтлиригә үлгә болғудәк шәкилдә елип бериливатиду» деди.

һәрикәтниң пәқәт террорчиларға зәрбә беришни нишан қилғанлиқини әскәрткән ақар, «пәқәт террорчилар вә уларниң өңкүр, панаһлиниш орунлири, истиһкамлири, қорал, аптомобил қатарлиқ васитилириға зәрбә берилмәктә. пуқралар вә бигунаһ кишиләр билән муһит, тарихий йадикарлиқлар вә мәдәнийәт байлиқлириға қәтий зийан берилмәйду. булар түркийә армийәсигә нисбәтән чеқилалмаслиқ һоқуқиға игидур» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر