түркийә исираилийәни әйиблиди
түркийә җумһур рәислик сарийи исираилийәниң ғәззәдики урушқақлиқини қаттиқ әйиблиди вә хәлқаралиқ җәмийәтни вәзиписини ада қилишқа чақирди.

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин исираилийәниң пәләстинликләргә һуҗум қилғанлиқини әйибләп байанат елан қилди. у: «бүгүн (30-март) ғәззәдә тинчлиқ намайишлириға қатнашқан пуқралар вә мудапиәсиз пәләстинликләргә, исираилийәниң һуҗум қилғанлиқини қаттиқ әйибләймиз» деди.
у: «районда йүз бәргән өлүм-йетим һадисилирини, йарилинишларни, инсанийәтниң ғурурини айақ-астиға елишни вә хәлқаралиқ қанунға хилаплиқ қилишни қобул қилиш қәтий мумкин әмәс. б д т ни асас қилған хәлқаралиқ җәмийәтләрни вәзиписини ада қилишқа чақиримиз» деди.
бу җәрйанда, исираилийә қошави астидики ғәззәниң исираилийә чеграсида өткүзүлгән «пәләстин земин күни» намайишлирида 15 пәләстинликниң исираилийә әскәрлири тәрипидин шеһит қилинғанлиқи сәвәби билән, пәләстиндә миллий матәм елан қилинди.