измир вә айдинда чәт әллик көчмәнләр тутулди

измир вә айдин вилайәтлириниң деңиз тәвәликлиридә қанунсиз йоллар арқилиқ гиретсийәгә өтүп кәтмәкчи болған 483 чәт әллик тутулди.

939861
измир вә айдинда чәт әллик көчмәнләр тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: саһил бихәтәрлики қоманданлиқ иштаби измир вә айдин вилайәтлиридә чәт әллик көчмәнләрниң тутулғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, измирниң дикили наһийәси деңиз тәвәликидә 24 саәт ичидә бир тәрәп қилинған төт вәқәдә, йәл қолвақ билән гиретсийәгә өтүп кәтмәкчи болған 229 чәт әллик көчмәнниң тутулғанлиқи билдүрүлди.

саһил бихәтәрликини қоғдаш хадимлири фоча наһийәсиниң деңиз тәвәликидә бир тәрәп қилинған үч вәқәдә 117 көчмәнни тутти. хадимлар охшаш районда йәнә, 36 көчмәнниң қораллиқ сақчи қисми тәрипидин қуруқлуқта тутушини капаләткә игә қилди.

айдинниң дидим наһийәси деңиз тәвәликидә, 60, куш адаси (қуш арили) наһийәси деңиз тәвәликидә 41 чәт әллик көчмән тутулди.

чәт әллик көчмәнләрниң мунасивәтлик рәсмийәтлири беҗирилгәндин кейин вилайәтлик көч идарисиға тапшуруп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر