боздағ: америка йа чүшәнмиди йаки чүшинишни халимиди
баш министир йардәмчиси бәкир боздағ, сүрийәниң африн районида давамлаштурулуватқан зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң зәрбә обйектиниң террорлуқ тәшкилатлири икәнликини әскәртти.
түркийә авази радийоси хәвири: баш министир йардәмчиси бәкир боздағ, сүрийәниң африн районида давамлаштурулуватқан зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң зәрбә обйектиниң террорлуқ тәшкилатлири икәнликини әскәртип, «америка қошма иштатлириниң әң йеңи байанатлири, зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң маһийитини һазирму чүшинәлмигәнликлирини йаки чүшинишни халимиғанлиқлирини көрситип бәрмәктә» деди.
«зәйтун шехи һәрбий һәрикити бигунаһ пуқралар йаки кордларға қарши бир һәрикәт әмәс؛ террорлуқ тәшкилатлириға қарши бир һәрикәттур. һәрикәттә пуқраларға зийан йәткүзүлмиди؛ су, ашлиқ, дора вә шуниңға охшаш еһтийаҗлиқ нәрсиләрниң йәткүзүлүшигә тосқунлуқ қилинмиди» дегән бәкир боздағ, зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң даешқа қарши күрәшни аҗизлитип қойғанлиқиға даир қарашларниңму асассиз вә йалған икәнликини әскәртти.
иҗтимаий таратқу тори тивиттер адреси арқилиқ тарқатқан байанатида, түркийәниң пуқраларға зийан йәткүзмәстин, аһалиләр районлирини вәйран қилмастин һәрбий һәрикәтни утуқлуқ һаләттә елип барғанлиқини тәкитлигән боздағ, «түркийәгә йуқири баһа бериши керәк болғанларниң һелиһәм йалған вә хата учурларни тарқитип җамаәт пикри пәйда қилишқа урунушлири түркийә дүшмәнликидур. түркийә әйиблигүчиниң әйиблишигә қаримастин, һечкимниң йуқири баһасини күтмәстин өзи тоғра, дәп қариған йолда илгириләшни давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.
америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һеитер науерт, түркийә армийәси йәкшәнбә күни афринни террорчилардин халийлаштурғандин кейин байанат берип, «йеқинқи 48 саәт ичидә йүз бәргән өзгиришләрдин қайғуруватқанлиқи» ни ейтқаниди.