әрдоғанға «хәлқара тинчлиқ мукапати»берилиду

хәлқара педийатри  (балилар кесәлликлири илми) оргини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға «хәлқара тинчлиқ мукапати»беришни қарар қилди.

927531
әрдоғанға «хәлқара тинчлиқ мукапати»берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара педийатри  (балилар кесәлликлири илми) оргини мусапирлар балиларға қилған хизмәтлири мунасивити билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға «хәлқара тинчлиқ мукапати»беришни қарар қилди.

органниң билдүрүшичә, органниң ташқи алақә мудири кәрәм һәсәноғлуниң тәклипигә бинаән түркийәгә кәлгән хәлқара педийатри оргини тәшкилий һәйәт әзалири мусапир балиларға қаритилған хизмәтләрни бивастә көзитиш пурситигә еришкән вә  мусапирлар лагерлирини ексурсийә қилған.

екскурсийәдин кейин хәлқара педийатри оргини мәсуллириниң түркийә тоғрулуқ бәргән қарарини уқтурған кәрәм һәсәноғлу, орган мәсуллириниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мусапир балиларға қилған хизмити сәвәбидин «хәлқара тинчлиқ мукапати»беришни қарар қилғанлиқлирини билдүрди.

һәсәноғлу хәлқара педийатри оргини башлиқи вә мәсуллириниң түркийә һөкүмити вә әрдоғанниң сайисидә нурғун балиниң турмушиниң йахшиланғанлиқидин толиму тәсирләнгәнликлирини әскәртип мунуларни байан қилди: «чүнки нурғун дөләт бипәрва муамилә қилған мәсилидә түркийә өз алдиға 1 милйон 500 миңдин артуқ бовақ вә балиға игә чиқип уларниң өлүп кетишигә қарап турмиди, дунйадики нурғун дөләт буниңға сүкүт қилип турувалди, лекин һөрмәтлик әрдоған йетәкчиликидики түркийә бу бигунаһ бовақлар вә балиларға шәпқәт қолини узатти,  бу толиму муһим мәсилә. хәлқара педийатри оргини  балиларға хизмәт қилған һөрмәтлик әрдоғанға хәлқара тинчлиқ мукапати беришни қарар қилди вә бу қарар министирлиққа йәткүзүлди. һөрмәтлик әрдоғанға дунйа бойичә әң чоң балилар сақлиқни сақлаш оргиниға вакалитән балиларға қилған хизмити сәвәбидин миннәтдарлиқимизни билдүримиз. »

хәлқара педийатри оргинға 1 милйондин артуқ балилар дохтури әза болуп, 140дин атуқ дөләттә актип хизмәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر