террорлуқ тәшкилати п й д – й п г ниң қорал амбири чехийәдә

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д – й п г ниң қорал искилатлири чехийәдә икәнлики билдүрүлди.

920807
террорлуқ тәшкилати п й д – й п г ниң қорал амбири чехийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ тәшкилати п й д й п г ниң каттебашлиридин салиһ муслимға панаһлиқ бәргән чехийә өз нөвитидә йәнә түркийәни һуҗум нишани қилған қоралларниңму мәнбәси болмақта.

америка п к к/ п й д й п г ға бәргән қоралларниң асаслиқ көп қисимини чехийә тәминләп бәрмәктә.

афғанистан түркийә хәлтаралиқ вәзипә өтәш қисимлири қомандани, пенсийәгә чиққан полковник һайдәр атәш, чехийәгә даир йеңи вәзийәт һәққидә йеңи шәпәқ гезити билән сөһбәт өткүзди.

һайдәр атәш америкиниң варашава байананнамисиға әза дөләтләрдин топлиған қоралларни дәсләптә булғарийә арқилиқ роминийәдики америка базилириға, андин сүрийәниң һәсәкә районидики террорчиларниң искилатлириға йоллиғанлиқини билдүрди.

пирага мәркәзлик қорал тиҗаритиниң йиллиқ омумий соммиси 7080 милйард долларға йәткәнликини алаһидә тәкитләп, прагада қурулған қорал искилатлириниң йеқинқи 5 йилдин буйанқи әң муһим херидаририниң америка икәнликини ейтти. 

һайдәр атәш: «америка қоралларни кимгә бәргәнликини наһайити йахши билиду вә кәлгүсидә п к к ға тапшурулған қораллар сәвәбидин һесабқа тартилидиғанлиқиниму көздә тутуп, п к к ға өз армийәсиниң қораллирини бериштин қорқиду. шуңа тероррлуқ тәшкилатлириға башқа дөләтниң қораллирини йоллаш йолини тутти. қанунсиз қорал тиҗаритидә базарда орун алған сийасий вә һәрбий әмәлдарму бу иштин хусусий мәнпәәткә еришмәктә» деди. 

2018йили 13 - февралда терорлуқ тәшкилати каттибеши салиһ муслим, түркийәниң хәлқаралиқ қизил рәңлик тутуш буйруқи чиқағанлар тизимликигә киргүзүлгән болуп, 25 - февралда чехийәниң пайтәхти пирагада назарәткә елинған вә сот мәһкимисидә қойуп берилгәндин кейин салиһ муслимниң прагада қорал содигәрлири билән көрүшкәнлики илгири сүрүлмәктә.

бу арилиқта, террорлуқ тәшкилати п й д й п г ниң чәт әлликләрдин тәшкил тапқан әтритидиму чехийәдин 40 тин артуқ милитан барлиқи билдүрүлди.

2016йилиму маркәтта вселичова вә мираслов фаркас намлиқ 2 нәпәр чехийә пуқраси п к к сәплиригә қетилиш үчүн ираққа бармақчи болғанда ширнакта тазарәткә елинған иди.
 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر