түркийә хоҗаәли қәтлиами мунасивити билән байанат елан қилди

түркийә хоҗаәли қәтлиаминиң 26-йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

918117
түркийә хоҗаәли қәтлиами мунасивити билән байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә хоҗаәли қәтлиами билән әзәрбәйҗанниң бир қисим земинлириниң йиллардин буйан ишғал астида туруп келишигә наразилиқ билдүрди.

ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин «хоҗаәли қәтлиаминиң 26-йиллиқи»мунасивити билән елан қилинған байанатта, әрменийә қисимлириниң 1992-йили 26- февралда әзәрбәйҗан үстүн қарабағ районидики хоҗаәли шәһиригә һуҗум қозғап айаллар вә балилар болуп йүзләрчә әзәрбәйҗан пуқрасини қирғин қилип, миңдин артуқ адәмни әсиргә алғанлиқи алаһидә әскәртилди.

әйни вақиттики қәтлиамда йоқап кәткәнләрниң из-дерикиниң һазирғичә болмиғанлиқи қәйт қилинған байанатта, хоҗаәли қәтлиаминиң пүткүл дунйаниң хатирисигә йезилип виҗданларда чоңқур җараһәт қалдуруп қойғанлиқиму тәкитләнди.

күнимиздиму һелиһәм әзәрбәйҗан земинлириниң бәштә бириниң әрменийәниң ишғалийити астида туруватқанлиқи, бир милйондин артуқ әзәрбәйҗанлиқниң вәтинидә мусапир һалитигә чүшүп қалғанлиқи билдүрүлгән байанатта мунулар дейилди: «түркийә әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримиз буниңдин 26 йил илгири хоҗаәлидә дуч кәлгән һуҗум вә қәтлиамни һәр вақит чоңқур әсләйду, биз бу қәтлиам билән әзәрбәйҗан земинлириниң йиллардин буйан ишғал астида турушиға қаттиқ наразилиқ билдүримиз, қәтлиамда җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт тиләп, барлиқ әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизға чин қәлбимиздин йәнә бир қетим тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر