муавин баш министир бәкир боздағ голландийәгә наразилиқ билдүрди
түркийә муавин баш министири бәкри боздағ түрк тарихиниң һеч бир дәвридә ирқий қирғинчилиқ җинайити, нумус қиларлиқ қилмиши йаки әйипи болуп бақмиғанлиқини ейтти.
917226
түркийә авази радийоси хәвири: бәкир боздағ иҗтимаий таратқу бекити тивиттер һесабидин елан қилған байанатида, «голландийә парламентиниң аталмиш 1915 – йили вәқәлирини ирқий қирғинчилиқ дәп қобул қилиш қарариға <төһмәт> дәп баһа бәрди вә: «бу түркийәгә нисбәтән нөлгә тәң» деди.
бәкир боздағ байанатида йәнә: «түрк тарихиниң һечбир дәвридә ирқий қирғинчилиқ җинайити, нумус қиларлиқ қилмиши йаки әйиби болуп баққини йоқ. тарихий йазмилар, архиплар вә һөҗҗәтләр бу һәқиқәтниң гуваһчисидур. тарих вә архип қәйитлирини парламентниң қарарлири билән өзгәрткили болмайду» деди.