боздағ: әсәд һакимийити билән террорчилар содилишип келишәлмиди
баш министир йардәмчиси вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ, сүрийә һакимийити билән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң райондики гумаштиси п й д / й п г ниң африн тоғрисида содилашқанлиқини, бирақ келишәлмигәнликини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: баш министир йардәмчиси бәкир боздағ, анадолу агентлиқиниң муһәррирләр үстили сөһбәт пирограммисиға қатнишип, муһәррирләрниң күнтәртипкә алақидар соаллириға җаваб бәрди.
министир бәкир боздағ, түркийәниң райондики террорлуқ тәшкилатлири вә буларниң террорчилири бир тәрәп қилинип болғучә күрәш қилишни давамлаштуридиғанлиқини әскәртип, «әгәр у йәрдә (афринда), һакимийәт кийим алмаштуруп й п г / п й д қийапитидә у йәргә кирсә, улар нишанға айлиниду. қораллиқ күчләр кирсә, уларму қәтий пәрқләндүрүлмәйду. кимки бу террорлуқ тәшкилатлириниң йенида түркийә армийәсигә қарши сәп тутуп җәңгә кирсә, улар биз үчүн зәрбә обйекти болиду» деди.
боздағ, һакимийәт билән й п г/ п й д / п к к арисида африн тоғрисида елип берилған содилишишниң келишәлмәслик билән ахирлашқанлиқи тоғрисидики учурларниму ортақлашти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
испартада һәрбий тик учар чүшүп кәтти
испартада һәрбий тик учар айропиланниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә 6 әскәр шеһит болди.