«америка террорчилар мәсилисидә түркийәни колдурлитиштин ваз кечиши лазим»
муавин баш министир бәкир боздағ америка һөкүмитиниң террорлуқ тәшкилати п к к мәсилисидә түркийәни колдурлитиштин ваз кечиши лазимлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ америкиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к –п й д мәсилисидә түркийәни колдурлитиштин ваз кечиши лазимлиқини ейтти.
бәкир боздағ твиттер адресида бу һәқтә учур йезип сүрийәниң африн районида п к к – п й д вә даеш террорчилириға қарши елип бериливатқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити нәтиҗисидә районниң террорчилардин тазилинидиғанлиқини әскәртти.
бәкир боздағниң учуриниң мәзмуни мундақ: «дөлитимиз, чегралиримиз вә районниң бихәтәрликини қоғдаймиз, чегралиримиз әтрапиға бәрпа қилиш пиланланған террорлуқ каридори вә дөлити лайиһәсини битчит қилимиз.»
п к к- п й д вә й п г ниң сүрийәниң шималида етник вә идиологийәлик тазилаш елип беришиға, районниң нопус қурулмисини өзгәртишигә вә йеңи көчмән долқуниға йол қойулмайдиғанлиқини әскәрткән боздағ: чегралимиз әтрапиға чегра бихәтәрлик қошуни ниқаби астида террорлуқ каридори вә дөлити қурулушиға рухсәт қилмаймиз, деди.
африн районидики күрт (корд), түркмән вә әрәбләрниң һаман бир күни террорлуқ тәшкилатлириниң бесим вә зулумидин қутулидиғанлиқини ейтқан боздағ, америкиниң намнила өзгәртиш арқилиқ террорлуқ тәшкилатлирини вә террорчиларни йошуруп қалалмайдиғанлиқини, риаллиқни өзгәртәлмәйдиғанлиқини вә һечкимни алдап болалмайдиғанлиқини билиши лазимлиқини әскәртти.