«әсәд афринға әскәр әвәтсә палакәт келип чиқиду»
муавин баш министир бәкир боздағ әсәд һакимийити афринға әскәр әвәтсә районда палакәт келип чиқидиғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир бәкир боздағ сүрийәдә әсәд һакимийитиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң чомақчиси й п г ни һимайә қилиш үчүн афринға әскәр әвәтишиниң палакәт кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини ейтти.
министирлар кеңиши йиғинидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ, түркийә армийәси тәрипидин сүрийәниң африн районида елип бериливатқан зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң пилан бойичә оңушлуқ кетиватқанлиқини билдүрди.
«түркийә қәтий қарарға кәлди, кәйнигә даҗимайду»дегән боздағ әсәд қисимлириниң афринға әскәр әвәтиши тоғрулуқ тарқалған хәвәрләрниң асассиз икәнликини әскәртти.
боздағ: хәвпсизлик тармақлириниң мәлуматиға қариғанда, әсәд афринға әскәр әвәтмәйдикән, навада әсәд афринға әскәр әвәтсә районда палакәт йүз бериду, деди.
зәйтун шехи һәрбий һәрикитидә бир тәрәп қилинған террорчи саниниң 1650ға йәткәнликини ейтқан боздағ, районда әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғучә һәрбий һәрикәтниң давамлишидиғанлиқини билдүрди.
бәкир боздағ америка билән мунбич тоғрулуқ музакирә өткүзүлгәнликини, бу мәсилиниң америка билән түркийә арисида бәрпа қилинидиған механизма арқилиқ бир тәрәп қилинидиғанлиқини ейтип: түркийә мунбичтин террорчиларни тазилаш үчүн қәтий қарарға кәлди, америка мунбичтин террорчиларни чекиндүрүп чиқмиса биз қарап турмаймиз, биз мәсилиниң дийалог арқилиқ болушини халаймиз, деди.