боздағ: америка қошма иштатлири һечкимни алдийалмайдиғанлиқини билиши керәк

муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ террорлуқ тәшкилати п к к мәсилисидә америка қошма иштатлириға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, америка қошма иштатлириниң һечкимни алдийалмайдиғанлиқини билиши керәкликини ейтти.

911373
боздағ: америка қошма иштатлири һечкимни алдийалмайдиғанлиқини билиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: боздағ аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, америка қошма иштатлириниң террорлуқ тәшкилатлири п к к/к җ к/ п й д – й п г мәсилисидә түркийәни давамлиқ алдаштин ваз кечиши лазимлиқини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлири исим йаки вивискиларни өзгәртиш арқилиқ террорлуқ тәшкилатлири вә террорчиларни йошуруп қалалмайдиғанлиқини вә һәқиқәтни бурмилийалмайдиғанлиқини, һәмдә һечкимни алдийалмайдиғанлиқини билиши керәк. шундақла, террорлуқ тәшкилатлири билән давамлиқ һәмкарлишиштин ваз кечиши, уларға бериватқан тәлим – тәрбийә, оқ – дора, қорал – йарағ, һәрбий әслиһә вә башқа җәһәттин бериватқан йардәмлирини дәрһал тохтитиши лазим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر