боздағ, америкиниң түркийәни колдурлитиштин ваз кечиши лазимлиқини ейтти

баш министир йардәмчиси вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ, америка қошма иштатлириниң террорлуқ тәшкилатлири п к к/ к җ к / п й д / й п г мәсилисидә түркийәни колдурлитиштин ваз кечиши керәкликини ейтти.

910965
боздағ, америкиниң түркийәни колдурлитиштин ваз кечиши лазимлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: бәкир боздағ тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, сүрийәниң африн районидики п к к/ к җ к / п й д вә й п г вә даеш террорчилирини бир тәрәп қилиш мәқситидә елип бериливатқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити нәтиҗисидә районниң террорчилардин халийлаштурулидиғанлиқини әскәрткән һалда, «дөлитимизниң, чеграйимиз вә районниң бихәтәрликини капаләткә игә қилимиз. чеграйимиз бойида қорулуши пиланланған террор каридори вә террорниң дөләтләштүрүлүши пиланини битчит қилип ташлаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

п к к/ к җ к / п й д вә й п г ниң сүрийәниң шималида паал һаләттә идеологийәлик тазилиқ елип беришиға, районниң демографик (нопус) қурулмисиниң өзгәртилишигә вә йеңи көчүш һадисилириниң йүз беришигә йол қойулмайдиғанлиқини тәкитлигән боздағ, «чеграйимиз бойида чегра муһапизәтчи күчлири дегән тон астида террорчи қошуни вә террор дөлити қурулушиға рухсәт қилмаймиз» деди.

африн районидики корд, түркмән вә әрәбләрниң террорлуқ тәшкилатлириниң бесим вә зулумидин қутулдурулидиғанлиқини билдүргән боздағ, америка қошма иштатлириниң исим йаки исим тахтисини өзгәртиш арқилиқ террорлуқ тәшкилатлирини вә террорчиларни йошуруп қалалмайдиғанлиқини, бундақ қилип һәқиқәтни өзгәртәлмәйдиғанлиқини вә һечкимни алдийалмайдиғанлиқини билиши лазимлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر