түркийә, чәт әлгә елип қечилған тарихий йадикарлиқларни қайтуруп келиш үчүн һәрикәткә өтти
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) мәдәний байлиқларни тәкшүрүш комитети, түркийәдин елип қечилған тарихий әсәрләрни қайтуруш мәсилилири тоғрисида сөзлишиш үчүн алдимиздики һәптә фирансийә вә әнглийәдә зийарәттә болиду.
907217

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) мәдәний байлиқларни тәкшүрүш комитети башлиқи мустапа исән, чәт әлгә елип қечилған наһайити көп бибаһа әсәрниң барлиқини, уларни қайтуруп келиш хизмәтлирини давамлаштуруватқанлиқлирини қәйт қилған һалда, «биз көрүшкән әмәлдарлар хеҗиллиқтин бешини йәрдин көтүрмәстин сөз қилишиду» деди.
у, 16 – нойабирда хизмәтләрни башлиған комитетниң дөләт ичидики алақидар тәрәпләр билән көрүшкәндин кейин, чәт әл зийарәтлирини башлиғанлиқини вә өткән һәптә бу даиридә германийә билән данийәгә барғанлиқлирини қәйт қилди.
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) мәдәний байлиқларни тәкшүрүш комитети, хизмәтлирини март ейида ахирлаштурушни пиланлимақта.