әрдоған йавропа иттипақи рәһбәрлири билән көрүшиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи доналд таск, йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи вә йавропа иттипақи кеңишиниң нөвәтчи рәиси, булғарийә баш министири бойко борисов билән булғарийәниң варна шәһиридә көрүшиду.

905268
әрдоған йавропа иттипақи рәһбәрлири билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи кеңишиниң байанатчиси пребен аман аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, таск билән йункерниң җумһур рәис әрдоғанға йазған хетини һәмбәһирләшти.

буниңға асасланғанда, таск билән йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси вә булғарийә баш министири борисов 16 – март күни варна шәһиридә җумһур рәис әрдоған билән көрүшидикән.

мәктупта әскәртилишичә, бултур 25 – май күни әрдоған, таск вә йункер белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған йиғинда учрашқан һәмдә кейинки учришишларда, иқтисадий һәмкарлиқ, терроризмға қарши  күрәш вә ташқи сийасәт қатарлиқ мәсилиләрдә музакириләрни елип барған.

түркийәниң йавропа иттипақиға әза дөләтләр билән орнатқан һәмкарлиқ мунасивәтлириниң һәммини хурсән қилғанлиқи қәйт қилинған мәктупта, рәһбәрләр ара учришишниң 26 – март күни хизмәт зийапити тәриқисидә ишқа ашурулуши мәсилисидә бирдәклик һасил қилинғанлиқи тәкитләнгән, учришишниң ортақ мәнпәәтләрниң бекитилиши вә түркийәдики өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилиши җәһәттин тепилғусиз пурсәт икәнлики қәйт қилинған. шуниң билән бир вақитта, учришишниң мунасивәтләрни йәниму тәрәққий қилдурушта түрткилик рол ойнайдиғанлиқи әскәртилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر