«террорчиларниң қийапитигә киривалса америкилиқларму һуҗум нишаниға елиниду»
һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ террорчиларниң кийим – кечәклирини кийивалғанларниң ким болушидин қәтийнәзәр һуҗум нишаниға елинидиғанлиқини ейтти.
903906
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ишқа кириштүридиған үчинчи һәрбий һәрикәтниң мәнбичтә елип берилидиғанлиқини ейтти.
боздағ мундақ дәп көрсәтти: «әгәр америка әскәрлири террорчиларниң кийим – кечәклирини кийип, уларниң арисида террорситларға охшаш көрүнүп, түркийә армийәсигә һуҗум қилса, әскәрлиримиз қилчә иккиләнмәстинла уларға тегишлик җаваб қайтуриду, чүнки бундақ әһвалда биз уларға айрим муамилә қилалмаймиз.»