дийарбақирда нурғун террорсит бир тәрәп қилинди

дийарбақирниң лиҗә наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип берилған һәрбий һәрикәттә 4 террорсит бир тәрәп қилинди.

901901
дийарбақирда нурғун террорсит бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қораллиқ сақчи қисим әтрәтлири тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликигә киргүзүлгән вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш районлуқ мәсулини қолға чүшүрүш үчүн һәрикәткә өтти.

мәзкур террорситниң «дәрнәк мәһәллиси» ниң чалиқбүкү районида икәнлики ениқлап чиқилғандин кейин елип берилған һәрбий һәрикәт җәрйанида, униң билән бирликтә йәнә 3 террорсит аптомобил билән қечишқа башлиди.

қораллиқ сақчи қисимларму давамлиқ из қоғлап, «зәпәр» районида униң алдини тосуп, тохтитишини тәләп қилди, бирақ улар оқ чиқарғандин кейин йүз бәргән тоқунушта 4 террорситниң һәммиси бир тәрәп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر