«бирдин көп америка бар»
муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ бирдин көп мр барлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: боздағ хусусий бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлириниң байанатлири башқа, иҗраатлири башқа. түркийә болуш сүпитимиз билән бизниң әмәлгә ашмайдиған қуруқ вәдиләргә қарнимиз тоқ. бизгә нисбәтән муһим болғини, берилгән вәдигә әмәл қилиштур. түркийә буниңдин кейин пәқәт вәдигила қаримайду, вәдә билән бирликтә вәдигә әмәл қилинип қилинмиғанлиқиғиму қарайду. шундақ қарайдиған болсиңиз, бирдин көп америкиниң барлиқини көрүваллалайсиз. бирла мәсилидә америка дөләт мудапиә министирлиқи башқа гәп қиливатқан, америка ташқи ишлар министирлиқи башқа гәп қиливатқан. буниңға қарап бәзидә бизму теңирқап қалимиз, қайсисиниң гепини инавәткә елишимиз керәкликини биләлмай қалимиз.»