боздағ: «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити түркийә үчүн мәҗбурийәттур

муавин баш министир бәкир боздағ сүрийәниң африн районини террорситлардин тазилаш үчүн башланған «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитиниң түркийә үчүн таллаш әмәс, мәҗбурийәт икәнликини ейтти.

899381
боздағ: «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити түркийә үчүн мәҗбурийәттур

түркийә авази радийоси хәвири: боздағ истанбулда чақирилған «пәйғәмбәрләргә чүшкән вәһийләр арқилиқ муқәддәс җайға айланған шәһәр: қудқус» сәрләвһилик йиғинда қилған сөзидә, түркийә чегра районлири һәм йеқин әтраплирида қандақтур бир террорчилар дөлити қурулушиға көз йумушини күтүшниң ақиланилик әмәсликини, чәт әл ахбарат васитилириниң африн һәрикитигә  көләңгә чүшүрүшкә урунуватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә хәлқара җәмийәтниң тәнқидлиридин тәп тартқанлиқи үчүн әмәс, әксичә тоғра икәнликигә ишәнгәнлики, етиқадиниң, әхлақиниң вә армийә әнәнисиниң өзигә чүшүргән муқәддәс пәрмани болғанлиқи үчүн пуқраларни қоғдаватиду, уларниң бир тал қилиғиму зийан йәтәслики үчүн түрлүк тәдбирләрни еливатиду һәм наһайити сәзгүр һәрикәт қиливатиду.»

«зәйтун шехи» һәрбий һәрикити зәпәр билән ахирлашқандин кейин түркийәниң райондин чекинидиғанлиқини, у йәрдә давамлиқ қошун турғузмайдиғанлиқини әскәрткән боғдағ, һәрбий һәрикәтниң райондики террорлуқ тәшкилатлири үзүл - кесил йоқитилған, районда тинчлиқ вә муқимлиқ орнитилғанға қәдәр изчил давамлишидиғанлиқини қәйт қилди.

у сөзиниң ахирида террорситларға қорал - йарағ бәргән америка қошма иштатлириға қаттиқ наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «һәрбий һәрикәтниң қисқа вақит ичидә ахирлишишини халисаңлар, силәр бағриңларға бесиватқан террорситларға бәргән қорал – йарағларни дәрһал йиғивелишиңлар керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر