боздағ: түркийә буниңдин кейин вәдигиму әмәлийәткиму тәң қарайду
баш министир йардәмчиси вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ, түркийәниң буниңдин кейин вәдә билән бирликтә әмәлий ташланған қәдәмләргиму қарайдиғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: бир телевизийә қанилида күнтәртиптики мәсилиләргә даир соалларға җаваб бәргән боздағ, «түркийә буниңдин кейин пәқәт сөзгила қаримайду, сөз билән бирликтә әмәлий ташланған қәдәмгә қарайду. иккиси бир – биригә мас болса мәсилә йоқ. әпсуски һазирғичә америка қошма иштатлири әмәлдарлириниң түркийәгә бәргән вәдилири билән әмәлий мәйдандики қәдәмлири бир – биригә мас болмиди. ташланған һәр бир қәдәм берилгән вәдиләрни йалғанға чиқарди» дегәнләрни қәйт қилди.
боздағ, түркийәниң чегра бихәтәрликигә хәвп шәкилләндүридиған, чегра бойидики пуқраларниң җан вә мал – мүлүк бихәтәрликигә тәһдит салидиған, әскәрләргә, сақчиларға, хәвпсизлик күчлиригә һуҗум қилидиған, районда п к к ниң дөләтлишишигә йол ачидиған вә п к к ниң дөләтләштүрүлүп террор қушуни шәкилләндүрүшкә елип баридиған һечбир бир һәрикәткә йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди. у сөзини давамлаштуруп, «(түркийә), буниң арқисида кимниң болушидин қәтийнәзәр уларға билән бирмубир елишиштин чекинмәйду. америкилиқ әмәлдарлар вә башқа қоллаватқанлар нишанлиридин ваз кәчмигән вә бу нишанларни пүтүнләй бир чәткә қайрип қойуп, бу йәрдики барлиқ пилан вә тәшкилатларни тарқитивәтмигән тәқдирдә, бу пиланларни биз тарқитиветимиз, тәшкилатларни биз бузимиз. мунбичму, фиратниң шәрқиму булардин халийлаштурулиду» деди.