зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң муддитини түркийә өзи бәлгиләйду

муавин баш министир бәкир боздағ зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң муддитини түркиийә өзи бәлгиләйдиғанлиқини билдүрди.

894667
зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң муддитини түркийә өзи бәлгиләйду

муавин баш министир бәкир боздағ африндики зәйтун шехи һәрбий һәрикити җәрйанида нормал пуқраларниңму һуҗум нишани қилинғанлиқи тоғрисида чиққан хәвәрләрниң тәтүр тәшвиқат икәнликини билдүрүп мундақ деди: «бу қетимқи һәрбий һәрикитимизниң  мәқсити  п к к –й п г вә даеш террорлуқ тәшкилатлириға зәрбә бериштин ибарәт, биз африндики нормал пуқраларға зийан тегип қалмаслиқ үчүн толиму диққәт қиливатимиз, биз уларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш үчүн барлиқ тәдбирләрни алдуқ. бу җәһәттә түркийә башқа дөләтләргә өрнәк болалайду.»

боздағ түркийә қизилай сахавәт оргининиң африн хәлқигә йардәм қилиш үчүн хизмәт ишливатқанлиқини алаһидә әскәртип өтти.

министирлар кеңиши йиғинидин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән бәкир боздағ, түркийә армийәсиниң вәзийәтниң тәқәззаси бойичә зәйтун шехи һәрбий һәрикитини қозғиғанлиқини ейтти.

боздағ һәрбий һәрикәт җәрйанида террорлуқ тәшкилатлириға тәвә искилат, база, қоналғуларниң һуҗум нишани қилинғанлиқини билдүрди.

боздағдин америка даирилириниң түркийә армийәсиниң африн һәрбий һәрикити тоғрисида   бәргән байанатлири һәққидиму соал соралди.

һөкүмәт байанатчиси боздағ: зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң муддитини түркийә өзи бәлгиләйду,бу қетимқи һәрбий һәрикитимиз районда ахирқи террорчи йоқитилғучә давамлишиду, деди.

бәкир боздағ п к к террорчилириниң қолидики даеш террорчилирини түркийәгә қарши җәң қилиш шәрти билән қойуп бәргәнликлириниму  билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر