җүмә намизидин кейин түркийәниң һәммә җайлирини намайиш қаплиди

түркийә миқйасида американиң қуддусни исираилийә пайтәхти дәп етирап қилишиға қарши партлиған намайишлар техиму йуқири пәллигә көтүрүлди.

864362
җүмә намизидин кейин түркийәниң һәммә җайлирини намайиш қаплиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә җүмә намизидин кейин, 81 вилайәттә намайиш авази көккә көтүрүлди. намайишчилар шәһәр мәркизидики мәйданларда пәләстинни қоллайдиғанлиқлирини намайан қилди. намайишта, түркийә билән пәләстин байрақлири ләпилдитилди, америка вә исираилийәгә қарши шоарлар товланди.

намайишқа, һәр қайси иҗтимаий тәшкилатлар вә ишчилар уйушмилири қатнашти.

җүмә намизи хутбисидә американиң қуддус пиланиниң инсанийәт виҗданиға берилгән еғир зәрбә икәнлики тәкитләнди.

муавн баш министир бәкир боздағму қуддус мәсилисигә мунасивәтлик байанат елан қилди.

муавин баш министир бәкир боздағ қуддус мәсилисидә йүз бериш еһтимали болған һәр қандақ вәқәләргә, алди билән, американиң җавабкар болидиғанлиқини ейтти. у: «бүгүн мәсҗиди әқса вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида вәқәләр йүз бәрди. биз буниңға сәвәб болған трамп һөкүмитини әйибләймиз, исираилийәни әқил билән һәрикәт қилишқа вә зораванлиқларни ахирлаштурушқа чақиримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر