әрдоған америкида сот қилиниватқан рәза зәрраб делоси һәққидә сөз қилди

әрдоған: «биз ембаргоға хилаплиқ қилмидуқ, биз америкаға бу җәһәттә вәдә бәргәнму әмәс, дунйа америкадинла ибарәтму әмәс, бизниң иран билән һәм сода, һәм енергийә мунасивәтлиримиз бар» деди.

858738
әрдоған америкида сот қилиниватқан рәза зәрраб делоси һәққидә сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң иран билән болған тиҗарәттә ебаргоға хилаплиқ қилмиғанлиқини ейтти.

әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәси парламент әзалири билән әнқәрәдики партийә мәркизий бинасида наштилиқ зийапитидә бир йәргә  җәм болди.

18 вилайәттин кәлгән 51 парламент әзаси билән өткүзүлгән мухбирларға йепиқ наштилиқ зийапәт  тәхминән 3 саәт давамлашти.

баш министир шундақла адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси баш вәкили бинали йилдиримму қатнашқан йиғинда, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң иранға қаритилған ембарго қарари йоқ икәнликигә қаримастин, америка өз алдиға башлиған аталмиш ембаргосиға хилаплиқ қилған, дегән баһанә билән назарәткә елинған америкадики теги иранлиқ өзи түркийә пуқраси риза зәрраб делоси үстидә тохталди

әрдоған: «бу делодин немә чиқишидин қәтийнәзәр, биз түркийә болуш сүпитимиз билән тоғра ишни қилдуқ, ембаргоға хилаплиқ қилмидуқ, биз америкаға бу җәһәттә вәдә бәргәнму әмәс, дунйа америкадинла ибарәтму әмәс, бизниң иран билән һәм сода, һәм енергийә мунасивәтлиримиз бар» деди

саадәт партийәси рәиси тәмәл қарамоллаоғлуму риза зәрраб һәққидә байанат елан қилди.

тәмәл қарамоллаоғлуму байанатида, бу делониң түркийәгә қарши йолға қойулуватқан бир позитсийә икәнликини ейтти.

доғу пәринчәкниң рәһбәрликидики вәтән партийәсиниң баш катипи утқу рәйһанму америкадики риза зәрраб делоси һәққидә ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.

байанатта, вәтән партийәсиниң бу мәсилидә түркийә һөкүмитиниң йенида болидиғанлиқини җакарлиди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر