«мисирда равдаһ җамәсигә һуҗум қилғучилар исламниң дүшмәнлиридур»

түркийә муавин баш министири бәкир бозтағ исламни суйиистемал қилидиған бәзи террорчиларниң исламниң намини қоллинип туруп, аллаһқа вә аллаһниң рәсулиға шундақла аллаһниң йәр йүзидики өйи болған мәсҗидләргә һуҗум қиливатқанлиқини ейтти.

854859
«мисирда равдаһ җамәсигә һуҗум қилғучилар исламниң дүшмәнлиридур»

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә муавин баш министири бәкир бозтағ җүмә күни мисирда равдаһ җамәсигә һуҗум қилип, 305 кишиниң һайатидин айрилишиға вә 128 кишиниң йаридар болушиға сәвәб болған террорчиларниң ислам дүшмини икәнликини ейтти

бәкир бозтағ һуҗумни қаттиқ әйибләп, «түркийә бу вәқә вәсилиси билән һәм мисир хәлқиниң, һәм мисир дөлитиниң йенида болиду» деди.

бәкир бозтағ: «исламни суйиистемал қилидиған бәзи террорчилар, исламниң намини қоллинип туруп, аллаһқа вә аллаһниң рәсулиға шундақла аллаһниң йәр йүзидики өйи болған мәсҗидләргә һуҗум қилип йүрмәктә. бу һуҗумни қилғучилар аллаһниң дүшмәнлиридур, исламниң дүшмәнлиридур. динниң дүшмәнлиридур. қуранниң дүшмәнлиридур. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вә пүтүн инсанийәтниң дүшмәнлиридур» деди.

террорлуқ һуҗумлирида һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йаридарларға балдуррақ шипалиқ тилигән бәкир бозтағ түркийәниң бу вәқә вәсилиси билән һәм мисир хәлқиниң, һәм мисир дөлитиниң йенида болидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر