әрдоған: шәрт - шараит өзгәрди... зулумға учриғучиларниң сепидә туруш позитсийәмиз өзгәрмиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, нйу йоркта өткүзүлидиған б д т йиғиниға ишитрак қилиш үчүн америкиға йүрүп кәтти.

808603
әрдоған: шәрт - шараит өзгәрди... зулумға учриғучиларниң сепидә туруш позитсийәмиз өзгәрмиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған нийу йоркқа қарап йолға чиқиштин илгири ататүрк айродурумида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди؛ у, йиғинда 72 – нөвәтлик б д т  омумий кеңиши башлиқлар йиғини тоғрисида тохтилип, «дунйави тинчлиқ, хәвпсизлик вә байашатлиқ орнитиш бойичә бизму муһим, дәп қарайдиған бәзи темилар бойичә йуқири дәриҗиликләр йиғинлириму өткүзүлиду. ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси сүпитидә, роһиңйа мусулманлири алақә гурупписи йиғиниға қатнишимән. дөлитимизниң қоллиши билән ишитрак қилиш дәриҗиси йуқири көтүрүлгән бу йиғинни, араканда йүз бәргән тирагедийәниң хәлқара җәмийәтниң күнтәртипигә киргүзүлүши нуқтисидин интайин муһим, дәп қараймән. түркийә болуш сүпитимиз билән, бу йиғинниң араканлиқ қериндашлиримизниң қийинчилиқлириға бир қәтрә болсиму чарә болуп қелишини тиләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған сөзлирини давамлаштуруп, «бу мениң биринчи қетимлиқ йиғиним әмәс, биринчи қетимлиқ йиғиндин буйан пиринсиплар, шәртләр өзгәрди. бирақ, зулумға учриғучиларниң сепидә туруш позитсийәмиз қәтий өзгәрмиди. бу йиллиқ йиғинимиздиму охшаш позитсийәмизни давамлаштуримиз» деди.

«нйу йоркта туруш җәрйанида, америка пирезиденти доналд трампни өз ичигә дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән учришиш өткүзимиз» дегән әрдоған, «һөрмәтлик трамп билән өткүзидиған учришишқа алаһидә әһмийәт беримән. бу учришиш, һәқиқәтәнму районда һалқилиқ өзгиришләр болуватқан бир пәйткә тоғра кәлди. күнтәртипимиздә көплигән муһим мәсилиләр бар. бу учришишниң һәр икки дөләт үчүн пайдилиқ вә үнүмлүк болидиғанлиқиға ишинимән» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

әрдоған, «б д т  бинасиниң удулиға, нйо йоркниң әң мәркизий җайлириниң биригә йеңи түрк өйи салимиз. бу йеңи бинамиз, зорийиватқан, тәрәққий қиливатқан, һәр җәһәттә етибари күчийиватқан дөлитимизгә йаришидиған бир җай болиду. иншааллаһ, бу бинамизни 36 ай ичидә пүткүзүшни пиланлаватимиз. 32 қәвәтлик бу бина һәқиқәтән мәйли б д т  бинасиниң удулида болуши билән, мәйли ават бир җайға селинидиған болуши билән, дөлитимизниң шәнигә йаришидиған бир хизмәт саһәси шәкилләндүримиз» деди.

җумһур рәис әрдоған, 19 – сентәбир сәйшәнбә күни башлинидиған б д т  йиғинида сөз қилиду؛ әрдоған шу күни б д т  баш катипи антонио гутерресниң чүшлүк зийапити билән америка пирезиденти доналд трампниң зийапитигә иштирак қилиду. у йәнә, нйо йорктики учришишлири даирисидә, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң роһиңйа алақә гурупписи йиғиниға қатнишиду. у йәнә, түрк өйи бинасиниң ул тешини қойуп мурасимиға иштирак қилиду.

җумһур рәис әрдоған, америка пирезиденти доналд трамп қатарлиқ бәзи дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән айрим учришишларни өткүзиду.

у йәнә, америка сода – санаәтчилири вә ақсақаллиридин башқа америка қошма иштатлирида йашайдиған түрк вә мусулманлар җамаитиниң вәкиллири билән учришиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر